Японийә : хитай һәрбий селинма җәһәттә техиму очуқ- ашкара болуши керәк
2007.08.31
30-Авғуст җүмә күни, японийә мудапиә министири, һазир японийидә дипломатик зиярәттә болуватқан хитай дөләт мудапиә министири сав гуаңчүән билән көрүшкәндин кийин, хитайни һәрбий селинма җәһәттә техиму очуқ- ашкара болушқа давамлиқ қистайдиғанлиқини билдүрди. Хитай дөләт мудапиә министири сав гуаңчүән дипломатийә зиярити елип бериш үчүн 29- авғуст японийигә йетип кәлгән болуп, бу 10 йилдин буян тунҗи японийигә кәлгән хитай һәрбий әмәлдари болуп һесаблиниду.
Пәйшәнбә күни японийә дөләт мудапиә министири масахико комура, хитай мудапиә министири сав гуаңчүән билән, хитай һәрбий парахотиниң японийини зиярәт қилишиға йол қоюш қатарлиқ бир нәччә түрлүк келишимләрни һасил қилди.
Әмма комура хитай мудапиә министири сав билән көрүшкәндин кийин хитайниң һәрбий селинма җәһәттә очуқ - ашкара болушта конкретни бир пилани йоқлуқини билдүрди.
Ройтерс агентлиқиниң бу һәқтә бәргән хәвиридә японийә мудапиә министири комураниң ейтқанлиридин нәқил елип көрситишичә, комура: " биз хитай тәрәп билән болған һәр бир учришишимизда, һәрбий селинма җәһәттә очуқ- ашкара болуш мәсилисини оттуриға қоюпла келиватимиз" дегән.
Хитай бу йил мартта оз һәрбий һазирлиқлар хамчотини 17.8 Пирсәнт йәни 45 милярд доллар өстүридиғанлиқини елан қилған иди. Лекин америка дөләт мудапиә министирлиқи бу йил майда елан қилған доклатта бейҗиңниң омумий һәрбий хам чоти өзи елан қилған нисбәттин икки һәссә юқири болуши мумкин икәнликини оттуриға қойған.
японийә мәтбуатлирида, хитай һәрбий хамчоти җәһәттә һәрхил қарашлар оттуриға қоюлған болуп, йомиори гезитидә көрситилишичә, японийини өз ичигә алған башқа дөләтләрниң, хитайниң һәрбий хамчоти җәһәттики қәдимигә йеқиндин диққәт қилиши бир тәбиий иш икән. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Бәш дөләт йеқинда өткүзүлидиған һәрбий маневирниң хитайға қаритилғанлиқини инкар қилди
- Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати һәрбий маневириниң иккинчи бөлүми башланди
- Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң террорлуққа қарши һәрбий маневири рәсмий башланди
- Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати қурулғандин буянқи үчинчи қетимлиқ бирләшмә һәрбий маневирини өткүзиду
- Моңғулийидә америка қатарлиқ тоққуз дөләт бирләшмә һәрбий маневири башланди
- Хитай армийиси уйғур или арқилиқ русийигә йетип берип маневир тәйярлиқи көрмәктә
- Америка һәрбий әмәлдари: америка тәйвәнни қоғдаш иқтидариға игә
- японийиниң "мудапиә ақ ташлиқ китаби"да хитай һәрбий күчидин агаһ болуш тәкитләнди
- японийә явропа иттипақиниң хитайға қорал - ярақ сетип беришигә қарши турди