Японийә ички кабинет әзалири ясукуни қәбристанлиқини зиярәт қилди


2004.08.16

Төт нәпәр японийә ички кабинет министириниң йәкшәнбә күни токйодики 2 – дуня уруши қурбанллар қәвристанлиқини зиярәт қилиши, хитай даирилирини ғәзәпләндүрди. японийә ички кабинетиниң төт нәпәр министири билән японийә парламентиниң 58 нәпәр әзаси, 8 – айниң 15-күни японийәниң 2- дуня урушида мәғлуп болғһанлиқиниң 59 йиллиқ хатирә күни мунасивити билән японийиниң ясукуни қәбристанлиқтин зиярәт қилған.

японийә баш министири куйзуми йәкшәнбә күнки хатириләш паалийитигә қатнашмиған болсиму, бирақ у японийә хан сарийиниң йенида өткүзүлгән хатириләш мурасимида сөз қилип, японийиниң мәңгү уруш қилмайдиғанлиқини тәкитлигән. ясукуни қәбристанлиқи, 2 – дуня урушида өлгән 2. 5 Милйон японийиликниң хатирисигә қурулған болуп, өз вақтидики японийә армийисиниң уруш җинайити билән әйибләнгән 13 нәпәр юқири дәриҗилик рәһбириму мәзкур қәбристанлиққа көмүлгәниди.

Шинхуа ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитай ташқи ишлар министирликиниң министири коң чуән, японийидики бир қисим әмәлдарларниң қәбристанлиқни зиярәт қилғанлиқидин чоңқур әпсуслинидиғанлиқини билдүргән. У, японийиниң тарихий реаллиқ билән йүзлишидиғанлиқи тоғрисидики вәдисини конкерт һәрикитидә көрситишини үмид қилған. Бирақ японийилик әрбаблар, ясукуни қәбристанлиқини зиярәт қилиштики мәқсәт, урушта өлгән пуқраларни хатириләш дәп қаримақта. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.