Японийә ташқи ишлар министириниң хитайдики зиярити нәтиҗисиз ахирлашти


2005.04.19

Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, японийә ташқи ишлар министири мачимуру хитай даирилириниң кәчүрүм соришиға еришәлмигән. Хитай ташқи ишлар министири ли җавшиң " хитай - японийә мунасвитиниң йеқинқи 30 йилдин бериқи әң төвән нуқтиға чүшүп қалғанлиқини" җакарлиған. Хитай ташқи ишлар министирлиқи әпу соримайдиғанлиқини билдүргән.

Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси чин гаң, мачимуру бейҗиңда японийә армийисиниң йеқинқи заманда хитайға қилған таҗавузчилиқиға чоңқур пушман қилидиғанлиқини шундақла әпу сорайдиғанлиқини билдүрди, дәп тәкитлиди. Әмма хоңкоңда чиқидиған "миңбав" гезитиниң хәвәр қилишичә, японийә ташқи ишлар министирлиқидики әмәлдарлар мачимуруниң 1998 - йили имзаланған хитай - японийә хитапнамисидики " японийә хитайдики ишғалийәт һәрикитигә пушман қилиду," дегән сөзни тилға алғанлиқини, әмма униң әпу соримиғанлиқини билдүргән.

Ройтерс ахбарат агентлиқи, хитай даирилириниң бейҗиң вә шаңхәй қатарлиқ җайларда намайишчилар тәрипидин вәйран қилинған японийә әслиһәлири үчүн төләм төләшкә мақул болғанлиқини хәвәр қилди. Әмма японийә ташқи ишлар министириниң хитайдики зиярити ахирлашқан күни, японийә парламентидики бәзи вәтәнпәрвәр әзалар ясукуни бузрукгаһини тавап қилидиғанлиқини җакарлиди. Шу күни японийидики бир сот мәһкимиси, 1930 вә 40 - йиллардики японийә ишғалийити җәрянида зиянға учриғанлиқини илгири сүргән хитай пуқралириниң әрзини рәт қилди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.