Японийә асаси қанунға өзгәртиш киргүзүп, "қоғдиниш армийиси" қуридиғанлиқини җакарлиди


2005.11.22
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Һакимийәт үстидики японийә әркин демократлар партийиси сәйшәнбә күни асаси қанунға түзүтүш киргүзүш лайиһиси оттуриға қоюп, японийә қоғдиниш әтритиниң штатини қоғдиниш армийисигә өзгәртидиғанлиқини елан қилди.

Йеңи қанун лайиһиси бойичә 1947 - йили түзүлгән " тинчлиқ асаси қануни" ниң 9 - маддисидики " японийә қуруқлуқ, деңиз, һава вә башқа қораллиқ қисимларға игә болмайду," дегән бәлгилимиләр тинчлиқни қоғдаш, дөләтниң мустәқиллиқи вә хәлқниң бихәтәрлики үчүн һәрбий қисимлар қоғдашни үситигә алиду, баш министир али қомандан болиду" дәп өзгәртилидикән.

японийә парламентидики асаслиқ өктичи гуруһлардин болған демократлар партийиси қанун лайиһисини қоллиди. Б б с ниң әскәртишичә, қанун лайиһиси японийә парламентида тәстиқлиниши мумкин. Әмма шуниң билән биргә қанун лайиһиси тинчлиқни тәкитләп, " японийә хәлқи урушниң бир дөләтниң дәхли - тәрүзсиз али һоқуқи икәнликини мәңгү етирап қилмайду. Тәһдит вә қораллиқ күч хәлқара мәсилиләрни һәл қилишниң вастиси икәнликини етирап қилмайду,’ дигән маддиларни киргүзгән.

Б б с ниң хәвәр қилишичә, японийиниң асаси қанунға түзүтүш киргүзүш пилани хитай билән корийини биарам қилмақта. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.