Японийә б д т ниң бихәтәрлик кеңишигә даимий әза болуп киридиған вақит йетип кәлди


2007.01.10

Б б с ниң хәвәр қилишичә, әнгилийә баш миниситири булейр әпәнди1 ‏- айниң 9 ‏- күни, әнгилийини зиярәт қиливатқан японийә баш миниситири шинзо абе билән бирликтә мухбирларниң соаллириға җаваб бәргәндә, һазир японийиниң б дт ниң бихәтәрлик кеңишигә даимий әза болидиған вақит йетип кәлди, дегән.

Хәвәрдә баян қилинишичә, шинзо абе һазир японийә баш миниситири болғандин кейинки тунҗи қетимлиқ явропа зияритини башлиған иди. У әнгилийә, германийә, белгийә, франсийидин ибарәт 4 дөләтни зиярәт қилиш арқилиқ шималий корийә вә иранға даир ядро қораллири мәсилиси, һава бошлуқиға қоюп берилидиған исни азайтиш мәсилиси, намрат әлләргә ярдәм бериш мәсилиси, шәрқи асия мәсилиси, явропа бирликиниң қорал йөткәшни мәний қилиш қарарини әмәлдин қалдуруш яки қалдурмаслиқ мәсилиси қатарлиқ җәһәтләрдә пикир алмаштурмақта. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.