Хитай японийиниң "дипломат вәқәси" мунасивити билән билдүргән наразилиқини рәт қилди
2005.12.30
японийиниң шаңхәй консулханисидики бир дипломатниң өзини өлтүрүвелиш вәқәси хитай - японийә мунасивитидики сүркилишни йәнә күчәйтти. японийә һөкүмити бу мунасивәт билән хитайға рәсмий наразилиқ билдүргән болсиму, әмма хитай даирилири японийә һөкүмитиниң наразилиқини рәт қилип, японийини башқичә ғәризи бар дәп әйиблиди.
японийә һөкүмити хитай тәрәпниң һәрикитидин әпсуслинидиғанлиқини тәкитлигән вә бейҗиң даирилиригә наразилиқ билдүргән иди. японийә мәтбуатлири йеқинда шаңхәйдики японийә консулханисиниң бир дипломати хитай дөләт бихәтәрлик даирилириниң бесимиға учриғандин кейин өзини өлтүрүвалған.
Хитай бихәтәрлик идарисиниң бир хадими японийилик бу дипломатниң шаңхәйдики бир бәзмихана күткүчиси билән болған ғәйри нормал мунасивитини паш қиливетидиғанлиқи тоғрисида тәһдит салған икән. Бу дипломат өзиниң вәсийәтнамисида хитай бихәтәрлик даирилириниң бесимиға учриғанлиқини паш қилған.
Хитай ишлар министирлиқи баянатчиси чин гаң, "бу вәқә өзини өлтүрүвелиш дилоси, җуңго - японийә икки тәрәп бу дилониң характерини бурунла бекитип болған, дәйду. У, " японийә кона вәқәни тәкрарлап, өзини өлтүрүвелиш вәқәсини җуңго хадимлири билән бағлаватиду, буниңда пүтүнләй башқичә ғәрәз бар" дәп тәкитлигән. Чин гаң, " биз японийә һөкүмитиниң бу хил мәқсәтлик һалда җуңгониң образиға дағ тәккүзүш һәрикитидин қаттиқ ғәзәплиниватқанлиқимизни билдүримиз, дәйду. Әмма японийә мәтбуатлири хитайни б д т әһдинамилириға бузғунчилиқ қилиш билән әйиблимәктә. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- японийә, шаңхәйдики депломатиниң өзини өлтүрүвелиш вәқәсидә хитайни әйиблиди
- японийилик бир дипломат хитайниң бесимиға учриғанлиқтин өзини өлтүривалди
- японийә баш министири хитайни тәнқид қилди
- японийә, хитай вә җәнубий корийә рәһбәрлири учрашти
- Лий җавшиң: хитай - японийә мунасивитиниң начарлишип кетишигә койзуми җавабкар