Япунийә һөкүмити тәйвәнниң сабиқ перзидентиға виза беришни қарар қилди


2004.12.20

японийә һөкүмити, хитай һөкүмитиниң қәтий қаршилиқиға қаримастин дүшәнбә күни қайта баянат елан қилип, әсли пилани бойичә тәйвәнниң сабиқ президенти ли диңхүйгә веза беришни қарар қилғанлиқини билдүрди.

японийә һөкүмитиниң алақидар әмәлдари, гәрчә ли диңхүйгә қачан виза беридиғанлиқини очуқ әскәртмигән болсиму, әмма униң зияритиниң һечқандақ сиясий мәқсити йоқлиқини тәкитлигән.

Хитайниң японийидики баш әлчиси ваң йи бу мунасивәт билән японийә ташқи ишлар министирлики наразилиқ билдүрүп, японийә һөкүмитиниң ли диңчүйгә виза бериш мәсилисини қайта ойлишишини тәләп қилған.

Шуниң билән бир вақитта, хитайдики японийигә қарши бир тәшкилатниң йигирмә нәччә әзаси дүшәнбә күни японийиниң бейҗиңдики әлчиханиси алдида наразилиқ намайиши өткүзгән, һәмдә японийә һөкүмитиниң ли диңхүйгә веза беришни қарар қилғанлиқини, хитайниң ички ишлириға қопаллиқ билән арилашқанлиқ дәп көрсәткән.

Тәйвәнниң сабиқ президенти ли диңхүй тәйвәнниң мустәқиллиқини илгири сүридиған рәһбәрлириниң бири дәп қарилиду. Хитай һөкүмити тәйвәнни өзиниң бир қисми дәп қариғачқа, тәйвәнниң башқа әлләр билән һәр қандақ шәкилдики мунасивәт орнитишиға қарши туриду. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.