Японийә билән хитайниң санкако тақим араллири мәсилисидики ихтилап күчәйди
2005.02.21
японийә билән хитай оттурисида синкако тақим араллири вә униң әтрапидики иқтисади районларниң игилик һоқуқини талишиш ихтилаби күчийишкә башлиди. японийә баш министири җуниширо койзуми, дүшәнбә күни хитай даирилирини синкако тақим араллириниң әтрапида нефит вә тәбиий газ бурғилаш мәсилисидә һәмкарлиқ роһи бойичә һәрикәт қилишқа чақирған.
Ройтерс ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, койзуми синкако тақим араллириниң әтрапидики деңиз йүзиниң " тоқунуш райони әмәс, һәмкарлиқ райони" болуп қелишини үмид қилған. японийә һөкүмити җүмә күни шәрқий җоңго деңизидики японийә тәрипидин иқтисади районимиз, дәп қаралған җайларда хитайларниң тәбиий газ қезиш мәшғулати елип бериватқанлиқини елан қилған иди.
Һәр иккила дөләт иқтисади ечиш районимиз, дәп елан қилған ихтилап ичидики юқириқи җайлар, японлар тәрипидин синкаку тақим араллири дәп аталған. Хитайлар бу җайларни дявюдав дәп атимақта.
японийә һөкүмити бу айниң башлирида японийидики оңчилар ясиған синкаку тақим араллиридики деңиз майикини өткүзивалидиғанлиқини җакалиған. Хитай һөкүмити японийиниң һәрикитини " иғвагәрчилик," дәп тәнқидлигән иди. Бу арида хитай чоң қуруқлуқидики "дявю арилини қоғдаш федератсийиси" дәп аталған бир орган хоңкоңда өзини тизимға алдурған. "Бейҗиң яшлар гезити", мәзкур органниң дявю тақим араллирида саяһәтчилик вә ечиш паалийити билән шуғуллинидиғанлиқини билдүрди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай һөкүмити японийиниң сенкаку арилидики маякқа игә чиққанлиқини қайта әйиплиди
- Хитай японийиниң сенкаку арилидики маякқа игә чиққанлиқини әйиплиди
- Хитай японийә парламент әзалириниң хитайға қилидиған зияритини кечиктүрди
- Тәйвәнниң сабиқ президенти ли доңхуй японийә зияритини башлиди
- Токйо шәһириниң башлиқи хитайни әйиплиди
- японийә мудапиә сияситини өзгәртти