Японийә хитайни шәрқий деңизда тәбиий газ қезиш мәсилиси бойичә агаһландурди


2005.10.07

японийә сода министири җүмә күни бейҗиң даирилирини агаһландуруп, әгәр хитайлар игилик һоқуқи талаш тартиштики шәрқий деңиз районида тәбиий газ турубиси ятқузса, японийиниң "қарамларчә һәрикәт" қоллинидиғанлиқини билдүрди.

Сода министири сойчи накагаваниң тәкитлишичә, японийә хитай парахотлириниң тәбиий газ турубилирини талаш - тартиштики районға йөткәватқанлиқини байқап, бейҗиң һөкүмитидин буниңға чүшәнчә беришни тәләп қилған болсиму, әмма хитай даирилиридин һазирғичә җаваб алалмиған.

Сойчи накагава, хитайларниң һәрикитини "чоқум йеқиндин көзитишимиз керәк" деди. У, хитайлар райондики икки тәбиий газ қудуқидин шаңхәйгә нефит тартиватиду, дәп қариливатқанлиқини билдүргән.

японийә өткән айда хитайларниң тйәнвәйтйән араллирида тәбиий газ қезиш мәшғулати елип барғанлиқи мунасивити билән бейҗиң һөкүмитигә наразилиқ билдүргән. Бу җай японийә игилик һоқуқи барлиқини җакарлиған аралларға хошна болуп, японийә нефит записини хитайларниң сүмүрүп кетишидин әндишә қилмақта иди. Әмма хитай һөкүмити бу җайларда тәбий газ қезиш һоқуқи барлиқида чиң турди.

японийә 9 - айда хитай билән сөһбәт өткүзүп, талаш - тартиштики районда тәбиий газ қезиш мәшғулатини биргә елип беришни тәләп қилған. Хитайлар японийиниң тәлипигә 10 - оттурилирида җаваб беридиғанлиқини билдүргән иди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.