Хитай - японийә мунасивәтлири йәнә җиддийләшти
2005.10.17
японийә баш министири койзуми дүшәнбә күни японийә уруш қурбанлар бузрукгаһини тавап қилғандин кейин, хитай билән японийә дүшәнбә күни шималий корийә ядро қораллар мәсилиси бойичә токйода өткүзүдиған сөһбитини бикар қилди.
Шу күни тәхминән 20 әтрапидики хитай намайишчи бейҗиңдики японийә әлчиханиси алдида намайиш өткүзүп, "японийә миллитаризимини йоқитайли," дегән шуарларни товлиған.
японийә тәрәп сөһбәтниң бикар қилиниш сәвәбини чүшәндүрмигән болсиму, әмма сөһбәт баш министир койзуми бузрукгаһни зиярәт қилғандин кейинла бикар қилинди. Хитай ташқи ишлар министирлиқи һазирғичә бу тоғрисида пикир баян қилмиған.
Шинхуа ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитайниң японийидә турушлуқ баш әлчиси ваң йи, койзуминиң уруш қурбанлар бузрукгаһиға қилған зияритини "җоңго хәлқиғә қаритилған еғир күшкүртүш һәрикити," дәп әйиблиди. Әмма японийә тәрәп хитай тәрәпниң әйиблишини рәт қилип, койзумининиң бузрукгаһни тавап қилиши " пүтүнләй шәхсий ибадәт, японийиниң мәңгү уруш қозғимаслиқини тиләш, уруш қурбанлириға һөрмәт билдүрүш вә уларға рәһмәт ейтиш, буниң әһмийити зор" дәп тәкитлигән.
Хәвәрләргә қариғанда хитай тәрәп 23 - өктәбирдә өткүзүлидиған хитай - японийә ташқий ишлар министирлар йиғинини бикар қилған. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- японийә хитайни шәрқий деңизда тәбиий газ қезиш мәсилиси бойичә агаһландурди
- японийә хитайни "сөһбәтни қәстән кәйнигә сүриватиду" дәп әйиблиди
- японийә билән хитай тақим араллар мәсилиси бойичә сөһбәт өткүзди
- Хитай талаш - тартиштики шәрқий деңиз раюниға һәрбий парахутлирини әвәтти
- японийә билән хитай шәрқий деңиздики талаш - тартишлар тоғрисида сөһбәт елип бариду