Японийә баш министири хитайни тәнқид қилди
2005.12.13
японийә баш министири койзуми сәйшәнбә күни куалалумпурда шәрқий җәнубий асия дөләтлириниң рәһбәрлири билән учрашқанда, хитай рәһбириниң ясикону бузрукгаһини зиярәт қилғанлиқим сәвәбидин мениң билән учришишни рәт қилғанлиқини чүшүнәлмидим, деди.
Бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, койзуми, " дуняда охшимиған пикиргә игә болмиған икки дөләт йоқ, мән хитайниң бир мәсилини дәп , мениң билән учрашмиғанлиқини чүшинәлмидим "дәп тәкитлигән.
японийә әмәлдарлириниң ашкарилишичә, койзуми шәрқий - җәнубий асия әллириниң рәһбәрлири билән учрашқанда, малайсийә баш министири бадави вә филиппин президенти аройоларға немә үчүн ясикуно бузрукгаһини зиярәт қилидиғанлиқиниң сәвәблирини чүшәндүргән.
японийә- хитай арисидики сүркилиш райондики дөләтләрни биарам қилмақта. Койзуми уларға ясикуно бузрукгаһини зиярәт қилиштики мәқсәт уруштин пушайман қилиш вә буниңдин кейин уруш қилмаслиқни әскәртип туруш, дәп көрсәткән. У, "мениңчә вақитниң өтиши билән кишиләр мени тоғра чүшүнүп қалиду" дәйду.
Хитай баш министири вен җябав, җәнубий корийә президенти ро му-һун қатарлиқлар куалалумпурда шәрқий - җәнубий асия әллириниң башлиқлар йиғиниға қатнашмақта. Улар японийә баш министири койзуминиң ясикуно бузрукгаһини зиярәт қилғанлиқини сәвәб қилип, йиғин арисида японийә, хитай вә җәнубий корийә башлиқлар сөһбити өткүзүш пиланини бикар қилған. Хитай ташқий ишлар министирлиқи шу күни баянат елан қилип, койзуминиң "ясикуно бузрукгаһини зиярәт қилиш вәқәси җоңго, корийә вә асия хәлқлириниң көңлигә азар бәрди" деди.
Хитайниң муавин ташқи ишлар министири ву давей, бу әһвалда " җоңго, японийә вә корийә сөһбити елип беришниң һечқандақ әһмийити йоқ, дәйду. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- японийә, хитай вә җәнубий корийә рәһбәрлири учрашти
- Лий җавшиң: хитай - японийә мунасивитиниң начарлишип кетишигә койзуми җавабкар
- Койзоми хитайни ясукуни бузрукгаһ қартини ойнимаслиққа чақирди
- Хитай һәрбий парахоти японийә қисимлири тәрипидин агаһландурулди
- Хитай японийә ташқи ишлар министириниң зияритини бикар қилди