Японийә, шаңхәйдики депломатиниң өзини өлтүрүвелиш вәқәсидә хитайни әйиблиди
2005.12.28
японийә чаршәнбә күни шаңхәйдики бир нәпәр депломатиниң өзини өлтүрүвелиш вәқәсидә хитайни әйибләп, хитай ахбарат орунлири бу кишини японийигә аит мәхпий һөҗҗәтләрни беришкә қистиғанлиқи үчүн, униң өзини өлтүрүвалғанлиқини билдүрди.
японийә ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси йошинори катори, 40 нәччә яшлардики бу депломатниң өткән йили 5- айда өзини өлтүривалғанлиқини, һәмдә у өлүштин бурун қалдурған хетидә буниң сәвәбини ейтқанлиқини билдүрди. Бу депломат хетидә, илгири униң шаңхәйдики бир кара ok нахшиханисидики аял мулазимәтчи билән болған мунасивити сәвәбидин хитай һөкүмитиниң мушуни баһани қилип униңға тәһдит ишләткәнликини язған.
Шундақла бу депломат японийиниң мәхпий алақә хадими болуп, хитай ахбарат органлири буниңдин пайдилинип уни мәхпий һөҗҗәтләрни хитайға беришкә қистиған. японийә ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси хитай даирилириниң бу һәрикитини әйибләп, буниң хәлқара вена шәртнамисидики депломатик алақә бәлгилимиләргә хилап қилмиш икәнликини көрсәтти.
японийидики кйодо агентлиқиниң хәвәр қилишичә, японийә ташқи ишлар министирлиқи бу һәқтики наразилиқини сәйшәнбә күни хитайниң японийидики баш әлчиси ваң йиға йәткүзгән. Әмма хитай даирилири һазирғичә бу һәқтә һечқандақ инкас қайтурмиди. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- японийилик бир дипломат хитайниң бесимиға учриғанлиқтин өзини өлтүривалди
- японийә ташқи ишлар министири хитай тәһдити һәққидә тохталди
- японийә баш министири хитайни тәнқид қилди
- японийә, хитай вә җәнубий корийә рәһбәрлири учрашти
- Лий җавшиң: хитай - японийә мунасивитиниң начарлишип кетишигә койзуми җавабкар