Японийә: хитай шәрқий асияни турақсизлиқ гирдабиға елип кәлмәктә
2006.03.27
японийә мудапиә министирлиқи тармиқидики дөләтлик мудапиә тәтқиқат инстетоти тәрипидин елан қилинған бир истратегийә доклатида, хитайниң күнсери көпийиватқан һәрбий күчи вә бу дөләтниң тәйвәнгә қаратқан сиясити шәрқий асия районини турақсизлаштуридиған әң муһим амиллар һесаблиниду, дейилгән.
японийә баш министири җуниһиру койзуминиң токйодики ясукуни бузруггаһини зиярәт қилиши билән йириклишишкә башлиған хитай вә японийә мунасивәтлири, күнсери җиддийләшмәктә. Хитай һөкүмити ясукуни бузруггаһини японийә милитаризиминиң бир символи дәп қаримақта. Чүнки бу қәбристанлиққа иккинчи дуня урушида қурбан болған японийә пуқралири билән бирликтә иккинчи дуня урушини қозғиған япон һәрбий генераллириму көмүлгән.
японийә дөләтлик мудапиә тәтқиқат иниститути 27-март күни елан қилған йиллиқ истратегийә доклатида, хитайниң һәрбий күчини давамлиқ көпәйтип, тәйвәнгә қаратқан бесимини күчәйтиши, шәрқий асия районини турақсизлиқ гирдабиға елип баридиған әң муһим амиллар һесаблиндиғанлиқини тәкитлиди.
Доклатта, хитай һөкүмитиниң тәйвән әтрапиға орунлаштурған қисқа мусапилик башқурулидиған бомбилириниң санини көпәйткәнлики, өткән йили хитайниң русийә билән бирликтә өткүзгән һәрбий маневирлириниң асасән тәйвәнни нишан қилғанлиқи көрситилгән.
Доклатта шундақла, гәрчә бейҗиң һөкүмити тәйвәнни тинчлиқ йолида чоң қуруқлуқ билән бирләштүрүшкә тиришидиғанлиқини тәкитлисиму, әмма тәйвәнниң мустәқиллиқиниң алдини елиш үчүн деңиз вә һава армийисини күчәйтип, ядро қораллирини тәрәққи қилдурмақта дейилгән.
Хитай һөкүмити йеқинда 2006- йиллиқ һәрбий хамчотини 7. 14 Пирсәнт көпәйиткәнликини җакарлиди. Хитай һөкүмитиниң һәрбий хамчотини көпәйткәнлики, японийә қатарлиқ дөләтләрни әндишиләндүрмәктә. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- японийә хитайға беридиған малийә ярдимини кечиктүрди
- Хитай һөкүмити америкиниң һәрбий хам чот тоғрисидики доклатини рәт қилди
- Америка ташқи ишлар министири, хитайниң һәрбий хамчотини көпәйткәнликини тәнқид қилди
- Хитай баш әлчиси японийә ташқий ишлар министирлиқиға беришни рәт қилди
- Хитай билән японийиниң тәбий газ сөһбити келишим һасил қилалмиди