Хитай, японийиниң шәрқий деңизда тәбиий газ қезишни тохтитиш тәклипини рәт қилди
2005.05.31
Хитай һөкүмити японийиниң шәрқий деңиздики игилик һоқуқи талаш тартиштики районларда тәбий газ қезишни тохтитиш тәклипини рәт қилди. Әмма һәр иккила тәрәп давамлиқ сөһбәт елип беришкә қошулған.
японийә һөкүмити хитайларниң талаш - тартиштики районларда нефит - тәбиий газ қезиш мәшғулатини тохтитип, японийини хитайниң мәзкур райондики енергийә мәшғулат пилани билән тәминләшни тәләп қилған. Әмма хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси коң чүән, җоңгониң бу районларда мәшғулат елип бериш һоқуқи бар, чүнки бу җоңго деңиз тәвәкилидики җайлар, дәп көрсәтти.
японийә сөһбәт өмики дүшәнбә күни бейҗиңда хитайлар билән шәрқий деңизда нефит - тәбий газ қезиш мәсилиси бойичә сөһбәт башлиди. Хитай тәрәп талаш тартиштики районда нефит вә тәбиий газни тәң қезиш тәклипини оттуриға қойған. Әмма японийә сөһбәт өмикиниң башлиқи кеничиро сасей, хитайниң тәрәпниң бу тәклипни рәт қилди.
японийә кюто ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, икки тәрәп оттуридики иқтисади районлар чегрисини айриш үчүн хизмәт гурупписи қурушқа мақул болған. Шәрқий деңизда нефит вә тәбиий газ қезиш мәсилисидики ихтилаплар шундақла японийиниң 2 - дуня урушидики ишғалийәчилик һәрикитини тонуш мәсилиси, хитай - японийә мунасвитини өткүрләштүривәткән иди.
Йеқинда хитайниң муавин баш министири ву йи японийидики зияритини йерим йолда тохтутуп, японийә баш министири койзуми билән көрүшүш пиланини бикар қилған. Бу японийә - хитай мунасивитигә илгирлигән һалда соғуқ су сәпкән иди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- японийә хитайниң шәрқий деңизидики тәбиий газ қезиш пиланини тәнқид қилди
- ясикуни бузрукгаһини зиярәт қилиш мәсилиси хитай - японийә мунасивитидә көңүлсизлик яратти
- Хитай әмәлдари ву йи японийидики зияритини туюқсиз ахирлаштурди
- Хитай- японийә ташқи ишлар министири икки тәрәп ихтилабини музакирә қилди
- Койзуми явропа иттипақини хитайға йүргүзгән қорал - ярақ имбаргосини сақлап қелишқа үндиди