Японийә хитайға бериватқан ярдәм түрини тохтитидиғанлиқини билдүрди
2004.11.26
японийә ташқи ишлар министирлиқи, японийиниң хитайға бериватқан тәрәққият ярдәм түрини йеқин арида тохтитидиғанлиқини елан қилди.
японийә ташқи ишлар министири нобутака мачимура, җүмә күни японийә парламент әзалириға сөз қилип, хитайниң йеқин кәлгүсидә японийә тәрәққият ярдәм түридин бәһриман болидиған дөләтләр тизимликидин қалдурулидиғанлиқини билдүргән.
Хитай һөкүмитиниң мәлуматиға қариғанда хитай иқтисадиниң бу йилқи өсүш нисбити 9.3 ٪ Болуп, бирақ японийә иқтисади йеқинқи он йилдин бери турғун һаләткә чүшүп қалған. японийә узун йиллардин бери хитайни өсүмсиз қәрз билән тәминләп келивататти.
Көзәткүчиләр, японийиниң хитайға беридиған ярдәм түрини тохтитиш қарари, икки дөләт оттурисидики сияси алақиниң җиддилики билән мунасивәтлик дәп қаримақта. японийә баш министири куйзуминиң 2- дуня урушида өлгән японийә дөләтлик қурбанлар қәвристанлиқини зиярәт қилиши, хитай һөкүмитиниң наразилиқини қозғиған. Йеқинда хитайниң бир су асти һәрбий парахотиниң японийә деңиз тәвәликигә үсүп кириши, хитай билән японийә оттурисидики дипломатик сүркилишкә сәвәбчи болған иди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Русийә президенти путин, русийә японийә билән тинчлиқ сөһбитигә тәйяр деди
- японийә хитай су асти парахотиниң җасуслуқ һәрикити мунасивити билән бейҗиңға наразилиқ билдүрди
- японийә хитайниң мөлчәрдики дүшмән икәнликини ейтти
- япунийә һөкүмити уйғур елиниң давалаш ишлириға ианә бәрди
- Токйо шәһәр башлиқи, хитай японийә бихәтәрликигә тәһдит дәп көрсәтти
- японийә ички кабинет әзалири ясукуни қәбристанлиқини зиярәт қилди