Америка һөкүмити апәт тәсиригә учриған хәлққә 700 милйон доллар тарқатти
Америка һөкүмити качина деңиз чапқуни апитиниң тәсиригә учриған хәлқләргә бивастә 700 милйон доллар ярдәм пули тарқатти. Америка федерал җиддий тәдбир көрүш идарисиниң билдүришичә, бу пуллар апәт сәвәбидин өйлиридин айрилишқа мәҗбур болған 330 миңдин ошуқ аилиликкә бөлүп берилгән.
Шундақла бу пулларниң көпүнчиси апәт тәсиригә еғир учриған луизиана шитатиға барған болуп, һәр бир аилиликкә бивастә ярдәм қилиш сүпити билән тәхминән 2000 доллардин нәқ пул берилгән.
Америка бирләшмә агентлиқиниң мәлум қилишичә, апәттин кейин, нурғун кишиләр америка федерал җиддий тәдбир көрүш идарисини апәткә дәрһал инкас қайтуралмиған дәп әйиблигән һәмдә шу сәвәптин, бу идариниң башлиқи майкел бравинниң мексика қолтуқи районидики апәттин қутқузуш һәрикитигә болған қоманданлиқ һоқуқи елип ташланған.
Бу арида америка президенти җорҗ буш апәт тәсиригә учриған районларни чоқум қайта қуруп чиқидиғанға вәдә бәрди һәмдә пүтүн америка хәлқини, иттипақлишип бу апәткә бирликтә тақабил турушқа чақирди. (Пәридә)