Явропа иттипақи хитайға қаратқан қорал чәклимисини бикар қилишта иккиләнди
2005.03.23
Хитайниң "дөләтни парчилашқа қарши қануни" ни мақуллиши вә америка һөкүмитиниң бесими аситда явропа иттипақиниң хитайға қаратқан қорал чәклимисини бикар қилиш ирадисидә иккилиниш көрүлди.
"Ню-йорк вақти гезити" ниң сәйшәнбә күнидики хәвиридә, явропа бирликиниң америкиниң бесими астида хитайға қаратқан қорал чәклимисини бикар қилиш пиланини кәйнигә сүргәнликини хәвәр қилған.
Америка ташқи ишлар министирлиқиниң муавин баянатчиси адам ирәли, америкиниң техи явропа иттипақидин бу һәқтә ениқ җаваб алмиғанлиқини, навада бу хәвәр раст болуп чиқса, америка һөкүмитиниң әлвәттә буни қарши алидиғанлиқини билдүрди.
Америка һөкүмити билән дөләт мәҗлиси бирликтә явропа иттипақиниң хитайға қаратқан қорал чәклимисини бикар қилишиға күчлүк қаршилиқ билдүргән болуп, һәтта хитайға қорал сетип беришкә арилашқан явропа дөләтлиригә иқтисадий җаза қоллинидиғанлиқини җакарлиған иди.
Нөвәттә явропа иттипақи бу мәсилини қандақ бир тәрәп қилиш һәққидә җиддий музакириләшмәктә. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитайдики инсанпәрвәр затлар хитайға қаритилған имбаргони бикар қилиш шәртлирини оттуриға қойди
- Ширак: хитайға қаритилған қорал имбаргоси бикар қилинсиму, яврупа иттипақи хитайға қорал сатмайду
- яврупа иттипақи хитайға қаратқан қорал чәклимисини бикар қилиш вақтини кечиктүриши мумкин икән
- Райис, явропа иттипақиниң хитайға қоюлған имбаргони бикар қилиш интилишини тәнқид қилди
- Америка парламент әзалири хитайниң " дөләтни парчилашқа қарши қануни" дин әндишә қилмақта