Явропа иттипақи ташқи ишлар минстирлири хитай тәрәп вәкиллири билән айрим учрашти
2007.05.28
Германийиниң һамбург шәһиридә ечиливатқан явропа - асия дөләтлириниң ташиқи ишлар министирлириниң учришиш йиғинидин бурун, явропа иттипақи ташқи ишлар минстирлири хитай тәрәп вәкиллири билән айрим учрашти һәмдә хитай мунасивәтлири җәрянида келип чиққан қизил рәқәмни кемәйтиш үчүн, хитайни базарни бәкрәк қоюветишкә, ишчиларниң һәқ- тәләп вә сиясий һоқуқини қоғдайдиған хәлқаралиқ әһдинамә мақуллашқа қистиди.
явропа иттипақи ташқи мунасивәтләр комиссари бенита фрреро-валднер ( Benita Ferrero- Waldner), хитай таши ишлар министири яң җйечи билән учрашқандин кийин: "мән аримиздики ғайәт зор қизил рәқәмни оттуриға қойдум. Бу қизил рәқәм, пәқәт 2006- йилдила 130 милярд явро болди. Бу бәк чоң сан, шуңа биз хитай базириға йол ечишимиз керәк" дәйду.
Әмма, хитай таш ишлар министири яң җйечи, мәзкур учришиш һәққидә тохтилишни рәт қилди.
Валднерниң билдүрүшичә, яң явропаниң хитайға қаратқан қорал ярақ имбаргосини бикар қилиш мәсилисини оттуриға қойған. Валднер болса, хитайниң хәлқаралиқ һәқ-тәләп вә сияси һоқуқ әһдинамисигә қол қоюшиниң зөрүр икәнликини күчлүк рәвиштә тәкитлигән.
явропаниң адил базар риқабити изләйдиғанлиқини билдүргән германийә ташқи ишлар министири фирәнк - валтер стейинмейер (Rrank- Walter Steinmeier) : " асия наһайити зор иқтисади роһқа игә. Бу җайдин нурғунлиған явропа ширкәтлири коп пайда алди. Әмма, мән риқабитимизниң адил болушини үмид қилимән. Бундақ дейишим, биз муһит вә иҗтимаий өлчәмләргә бәк юқири тәләп қоюп келиватқанлиқимиз үчүнла явропа ширкәтлириниң асияға- юқириқи өлчәмләр һөрмәт қилинмайдиған җайларға кетишигә қарап туралмаймиз " дәйду.(Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Қанун чиқарғучилар америка - хитай иқтисади сөһбитиниң нәтиҗисигә тәнқиди позитсийә тутти
- Америка -хитай истратегийилик иқтисадий диалоги ахирлашти, әмма мәсилә йәнила мәвҗут
- яврупа бирлики хитай содиси һәққидә йеңи сиясәт бәлгилиди
- явропа иттипақи хитай експорт қилған аяқ кийимлиридин баҗ елишни қарар қилди
- Корла нәшпүти америкиниң екиспорт өлчимидин өтти
- Корла нәшпүти америкиға икиспорт қилиншқа башлиди
- Америка- хитай сода мунасивитини қайта тәлтөкүс мөлчәрләш керәк
- Америкидики бир қисим парламент әзалири хитайни җазалаш һәққидә қанун лайиһисини оттуриға қойди