Явропа парламенти хәлқара олимпик комитетини кишилик һоқуқи мәсилисидә хитайға бесим ишлитишкә чақирди
2007.12.14
явропа парламенти пәйшәнбә күни қарар мақуллап, хитай кишилик һоқуқи хатирисиниң тәрәққиятидин әндишә қиливатқанлиқини вә хәлқара олимпик комитетидин бейҗиңниң олимпик йиғинида кишилик һоқуқни яхшилаш һәққидики вәдисини әмәлийләштүрүштә диққәт қилишни тәләп қилди.
явропа парламентидики мутләқ көпчилик әзаларниң қоллап аваз бериши билән мақулланған қарар лайиһисидә, явропа комитетини олимпик мәзгилидә хитайға кишилик һоқуқни яхшилаш тоғрисида йитәрлик бесим ишләтмиди, дәп әйиблигән. Қарар лайиһисидә йәнә, явропа парламенти олимпик мусабиқисиниң йетип келишигә әгишип, кишилик һоқуқни қоғдиғучилар, мухбирлар, адвокатлар вә көзәткүчиләргә сияси зиянкәшлик қилиш һәрикәтлириниң күчийиватқанлиқидин әндишә һес қиливатқанлиқи шундақла "олимпик мусабиқисида кишилик һоқуқ туйғунлуқи техиму көп диққәт-етибарға еришиши керәк," дәп қарайдиғанлиқини әскәртти. Қарарнамида, хәлқара олимпик комитетидин хитайниң 2001 - йили олимпик мусабиқисини талашқанда бәргән вәдилиригә қанчилик әмәл қилғанлиқиға баһа беришни тәләп қилди.
11 - Айда явропа парламент әзаси пал шмит вә хәлқара олимпик комитетиниң бир әмәлдари, хәлқара олимпик комитетини бейҗиң олимпик мусабиқисидин бурун хитай кишилик һоқуқи әһвали тоғрисида баянат елан қилишқа үндәйдиғанлиқини җакарлиған иди.
явропа парламентиниң муавин рәиси едвард микмилан-скот, бу һәқтики баянатида " хитайниң өктичиләргә вәһшиләрчә зиянкәшлик қилиш һәрикитидин азабланғанлиқини" тәкитлигән. Лекин, бейҗиң һөкүмити бу һәқтики тәнқидләрни рәт қилип, хитай кишилик һоқуқи хатирисиниң күндин - күнгә яхшилиниватқанлиқини илгири сүрмәктә. (Әркин )
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитайниң олимпик һарписидиму кишилик һоқуқни давамлиқ дәпсәндә қиливатқанлиқи ашкариланмақта
- Хәлқара мухбирлар тәшкилати олимпик комитетини хитай мәсилисидә әйиблиди
- Чегрисиз мухбирлар тәшкилати саркозидин хитай зияритидә кишилик һоқуқни оттуриға қоюшни тәләп қилди
- Уйғур или бокс маһирлири чикагода зәпәр қучти
- Хоңкоң демократийә рәһбири ли җумиң хәлқара җәмийәтни олимпик мәзгилидә хитайға бесим ишлитишкә чақирди
- Бейҗиңдики һава булғиниши бир қисим тәнһәрикәт түрлириниң вақтини кечиктүрүши мумкин
- Хәлқара олимпик комитети, бейҗиң олимпик мәшилини тәйвәндин өткүзүш пиланидин вазкәчти
- Дуня аяллар путбол лоңқиси хитайниң шаңхәй шәһиридә башланди
- Д у қ хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқиниң чақириқиға қарши баянат елан қилди