Яворпа парламенти хитайдин уйғурларға қаритилған дәпсәндичиликни дәрһал аяғлаштурушни тәләп қилди


2007.12.24

яворпа парламенти қарар мақуллап, хитай һөкүмитиниң кишилик һоқуқ мәсилисигә болупму, шәрқий түркистан вә тибәтләрдики кишилик һоқуқ мәсилигә пәқәт көңүл бөлмәй кәлгәнликини әйиблиди вә явропа комитетини мәзкур мәсилигә қарита техиму қаттиқ һәрикәт қоллинишқа қистиди.

Қарар җәмий 21 маддилиқ болуп, қарарда явропа - хитай юқири дәриҗилик әмәлдарлири арисида елан қилинған бирләшмә баянатларниң роһиға асасән, истратегийилик һәмкарлиқ орнитиш үчүн бәргән вәдиләрни әмәлдә көрситишни күчәйтиш үчүн көрситилгән тиришчанлиқларни қарши алидиғанлиқи, әмма явропа комитетиниң хитай рәһбәрлири билән учришиш давамида кишилик һоқоқ мәсилисигә қарита сияси җәһәттә бесим ишлитишкә дегәндәк көңүл бөлуп кетәлмигәнликидин , хитайда начарлишип бериватқан кишилик һоқуқ мәсилисини 2008- йиллиқ олимпик мунасивити билән техиму күчлүк рәвиштә оттуриға қоюлмиғанлиқиға өкүнгәнлики көрситилгән.

Қарарда явропа вә хитай арисидики иқтисади һәмкарлиқниң чоқум баравәрлик , җәмийәтниң тәрәққиятини илгири сүрүш, муһит, енергийә мәсилиси вә килимат өзгириш мәсилисигә көңүл бөлгән асаста елип берилиши керәклики оттуриға қоюлған.

Қарарда йәнә, хитай тйәнәнмен намайишини қанлиқ бастурғандин кейин явропа парламенти хитайға қарита йүргүзгән қорал-ярақ имбаргосини давамлиқ өзгәртмәй сақлап қелиш, мушу хил һаләтни хитай кишилик һоқуқ хатирисидә көрүнәрлик яхшилиниш болмиғичә давамлаштуруш бекитилгән.

Мәзкур қарарда тилға елишқа әрзийдиған йәнә бир муһим тәрәп, уйғурларниң кишилик һоқуқ вә дини әркинлик мәсилиси болуп, қарарда хитайниң кишилик һоқуқ паалийәтчилири , адвокатлар, язғучи ‏- мухбирлар вә уйғурларни ичигә алған аз санлиқ милләтләргә қаритилған сиясий бесимларға вә нурғун адәмләрниң мушу мәсилә түпәйли қолға елинғанлиқиға нисбәтән явропа парламентиниң йеқиндин көңүл болидиғанлиқи көрситилип: " биз хитай һөкүмитиниң түрмигә ташланған бу хилдики кишиләрни дәрһал қоюп беришини вә буларниң кишлик һоқуқиға қаритилған дәпсәндичиликини дәрһал аяғлаштурушини тәләп қилимиз "дейилгән.

Йәнә , хитайниң берма вә судандики мустәбит һөкүмәтләрни қоллаш қилмишлирини дәрһал аяғлаштуруш тәләп қилинған. Қарар 21- декабир мақуллинип рәсимий бекитилгән. (Җүмә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.