Явропа бирлики хитайниң чәтәл учур вастилирини чәклигәнликигә қарита һәрикәт қолланмақчи


2008.02.06

Франсийә агентлиқиниң 2 ‏- айниң 6 ‏- күни брусселдин баян қилишичә, явропа бирликиниң баянатчиси питер павер бүгүн мухбирларға, хитайниң чәтәл учур вастилирини чәкләватқанлиқиға қарита дуня сода тәшкилати арқилиқ һәрикәт қоллинидиғанлиқини ипадилиди. У баянатида хитайниң канада, явропа бирлики, японийә, америка қатарлиқ дөләтләрниң учур вастилириниң дуняни йеңи учурлар билән тәминлишини мәний қиливатқанлиқини тәнқидлиди.

Хәвәрдә ейтилишичә, хитай һөкүмити һазир 'шинхуа агентлиқи'ға, худди 2006 ‏- йилидикидәк, һәммә учур вастилириниң орнини игиләтмәкчи болуватиду. Бундақ әһвал астида, явропа бирлики баянатчисиниң ейтишичә, 'демократик дөләтләрниң учур әркинликиниң орниға қойидиған башқа бирхил чариси йоқ, бу мәсилини һәл қилмай мумкин әмәс, һечболмиғанда дуня сода тәшкилати арқилиқ һәрикәт қолланмақтин өзгә амал йоқ'.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.