Хитай- японийә мунасивитиниң пат арида әслигә келиши мөлчәрләнмәктә
2005.04.21
японийә ташқи ишлар министири мачимура, японийә- хитай дөләт рәһбәрлириниң пат арида икки дөләтниң барғансири йириклишиватқан мунасивитини әслигә кәлтүрүшигә ишинидиғанлиқини билдүрди.
Униң пәйшәнбә күни һиндонезийиниң җакарта шәһиридә мухбирларниң зияритини қобул қилғанда билдүрүшичә, хитай дөләт рәиси ху җинтав билән японийә баш министири юничиро койзоми җүмә күни җакартада өткүзилидиған асия- африқа дөләт рәһбәрлириниң йиғиниға қатнишиш пурситидин пайдилинип, икки тәрәп мунасивити һәққидә сөһбәт өткүзидикән.
японийә баш министири юничиро койзоми җакартаға йолға чиқишниң алдида, "әгәр иккила тәрәп хитай билән японийиниң достлуқиға әһмийәт бәрсә, бу қетимқи йиғин интайин әһмийәтлик болиду" дәп билдүргән.
Йеқинқи үч һәптидин буян, хитайниң һәр қайси җайлирида, японийиниң йеңи тарих дәрсликини тәстиқлиғанлиқи вә б д т бихәтәрлик кеңишиниң даимий әзаси болуш мәсилисигә қарши кәң көләмлик намайишлар йүз бәргән. Бәзи намайишларда зораванлиқ вәқәлири келип чиққан. Икки дөләт мунасивитиму буниң билән интайин начарлашқан иди.
Бу арида, хитай һөкүмити пәйшәнбә күни қайта баянат елан қилип, пуқралардин японийигә қарши һәр қандақ намайиш оюштурмаслиқни тәләп қилди. Әмма тәйвән мәркизи ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитайниң тор бәтлиридә нөвәттә 1 - май әмгәкчиләр байрими вә 4 - май яшлар байрими мунасивити билән японийигә қарши йәнә кәң көләмдә намайиш өткүзүш һәққидики чақириқлар тарқалмақта икән. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- японийә, урушта һаят қалған хитайларниң әрзини рәт қилди
- Хитай, пуқралирини японийигә қарши һәрикәтләрни тохтитишқа чақирди
- японийә ташқи ишлар министириниң хитайдики зиярити нәтиҗисиз ахирлашти
- японийә һөкүмити хитай һөкүмитиниң японийидин әпу соришини тәләп қилмақта
- японийә-хитай рәһбәрлири ихтилапларни бир тәрәп қилалмиди