Исраилийә газа вә иордан дәрясиниң ғәрбий қирғиқидики бир қисим пәләстин земинидин пүтүнләй чекинди


2005.08.23

Йәһудийлар, исраилийә баш министири арийол шарунниң пәлбәстин земнинлирини бикар қилиш буйруқи бойичә газадин пүтүнләй чекинди. Буниң билән биргә исраилийә армийиси иордан дәрясиниң ғәрбий қирғизидики икки йәһудилар мәһәллисини мәҗбури чекиндүргән.

Исраилийә армийиси сәйшәнбә күнгичә газадики 21 йәһуди мәһәллисини бәлгиләнгән муддәт ичидә чекиндүрүп болди. Әмди исраилийә қисимлириниң ғәрбий қирғақтики 4 йәһудийлар мәһәллисини чекиндүрүшигә тоғра келиду.

Исраилийә қошунлири ғәрбий қирғақниң санур вә хомәш йәһуди мәһәллилиридики тәхминән 2000 радикал йәһудий милләтчилириниң қаршилиқиға учриған. Исраилийә бу икки мәһәллидики пуқраларни чекиндүрүш үчүн нәччә миң әскәр вә сақчини сәпәрвәр қилди. Бирақ тәрәпләр оттурисида кишиләр әндишә қилғандәк тоқунуш йүз бәрмиди. Исраилийә һәрбий даирилири зөрүр тепилса қорал ишлитишкә тәйярлиқ қилип қойғанлиқини агаһландурған. Бу исраилийиниң 1967 - йили 3 - қетимлиқ оттура- шәрқ урушида ғәрбий қирғақни ишғал қиливалғандин бери, тунҗи қетим ишғалийәт астидики пәләстин зиминлирини өзликидин тәрик етиши болуп һесаблиниду.

Пәләстин рәһбири махмуд аббас билән исраилийә баш министири арийол шарун, чекинишниң исраилийә - пәләстин мунасивитидә йеңи бир сәһипә ечишини үмид қилди. Америка президенти җорҗи буш чекинишни " тарихий бир қәдәм," дәп тәриплиди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.