Һиндинозийидики йәр тәврәштә өлгәнләрниң сани миңға йәтти


2005.03.29

Һиндонезийиниң ғәрбидики деңиз тәвәликидә дүшәнбә күни кәчтә 8.7 Бал йәр тәврәш апити йүз берип, һазирғичә аз дегәндә миңдин артуқ адәм өлди.

Ройтирс агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, һиндонезийиниң ғәрбидики нияс арили йәр тәврәш апитиниң тәсиригә әң еғир учриған. Һиндонезийиниң муавин президенти йүсүп қалла йәр тәврәштә өлгәнләр саниниң икки миңға йетиши мумкинликини билдүрди.

Хәвәргә қариғанда, 700 миң аһалә олтурақлашқан нияс арилидики көп қисим имарәтләр өрүлүп чүшкән. Һиндонезийә вә хәлқара қутқузғучи хадимлири қутқузуш паалийәтлирини җидди давамлаштурмақта.

Охшашла һиндонезийиниң суматра арили әтрапидики һинди окянда өткән декабирда йүз бәргән дәһшәтлик йәр тәврәш вә деңиз долқуни апитидә, һиндонезийә, малайсийә, серланка қатарлиқ дөләтләрдә 300 миңдин артуқ адәмниң өлүшини кәлтүрүп чиқарған иди.

Бу қетимқи йәр тәврәш апитидин кейин, һинди окян бойидики нурғун дөләтләр деңиз долқуни апитидин алдин агаһландуруш берип, пуқралирини тарқақлаштурған иди. Америка деңиз долқунидин алдин сигнал бериш мәркизи, кәң көләмдә деңиз долқуни апити йүз бериш хәвпиниң йоқлиқини елан қилғандин кийин, алақидар һөкүмәтләр сәйшәнбә күни әтигән бу һәқтики агаһландурушини бикар қилди. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.