"Учур дәвридики милләтләр мунасивити" намлиқ йиғин аяғлашти
2004.11.07
5- Өктәбир күни америкиниң конетикет штатиниң мәркизи хартфорд шәһиридә башланған "учур дәвридики милләтләр мунасивити" намлиқ йиғин 7 – өктәбир күни аяғлашти.
Бу йиғин 21 – әсир хитай фонди җәмийити, хәлқаралиқ тибәт һәрикити вә тринитй иниститити қатарлиқ орунлар тәрипидин бирликтә уюштурған болуп, йиғинға хитай, уйғур вә тибәтләрдин болуп 70 кә йеқин адәм қатнашти.
Йиғинда хитай, тибәт вә уйғур вәкиллири сөз қилип, хитайдики демократийә, күнсери начарлишиватқан кишилик һоқуқ вә интернеткә болған контроллуқ һәққидә тәпсилий мәлуматларни оқуп өтти.
Америка уйғур бирликиниң баш катипи алим сейтоф "11- сентәбирдин кейин техиму яманлишиватқан уйғур кишилик һоқуқ әһвали" темисида сөз қилип, хитай һөкүмитиниң терроризмға қарши урушни баһанә қилип, уйғурларниң кишилик һоқуқини дәпсәндә қиливатқанлиқини әмәлий санлиқ мәлуматлар вә пакитлар билән сөзләп өтти.
Йел университидин доктор қаһар барат сөзгә чиқип, уйғур һазирқи заман маарипиниң қисқичә тарихини тонуштурди вә йиғин әһлини хитай һөкүмитиниң уйғурларни хитайлаштуруш усуллириниң бири болған "қош тиллиқ оқутуш" ниң уйғур миллитиниң мәвҗутлиқиға елип келиватқан тәһдидин хәвәрдар қилди. Бәзи хитай мутәхәссислири буниң "мәдәнийәт қирғинчилиқи" икәнликини оттуриға қойди.
Хитайдин кәлгән, өзлириниң ана тилини пүтүнләй унтуған тибәт вә моңғул вәкиллири хитай тилида сөз қилип, өзлириниң миллий мәдәнийитини сақлап йолида қиливатқан тиришчанлиқини сөзләп өтти. Тибәт сәргәрдан һөкүмитиниң вәкили, далай лама тутқан "оттура йол" сияситини тонуштуруп, далаи ламаниң коммунистлар тибәткә киргән вақиттин башлапла бу хил "оттура йол" ни тутуп кәлгәнликини, өзлириниң йүксәк аптономийә тәләп қилип келиватқанлиқини тәкитлиди.
Хоңкоң вәкили "бир дөләттә икки хил түзүм" ниң рияллиққа уйғун әмәсликини, бу хил сиясәтниң мәғлубийитиниң йәттә йиллиқ әмәлийәт җәрянида испатланғанлиқини сөзләп өтти. Тәйвән вәкиллири тәйвәнниң һазирқи демократийә әһвали вә икки қирғақ оттурисидики тор мунасивәтлири һәққидә сөз қилди.