Америка хитайдин импорт қилинған чиш пастилирини тәкшүрүш хизмитини башливәтти


2007.05.24

Америка йемәклик вә доригәрлик башқуруш идариси, пәйшәнбә күни хитайдин импорт қилинған барлиқ чиш пастилирини тәкшүрүш хизмитини башлиғанлиқини елан қилди.

Америка йемәклик вә доригәрлик башқуруш идариси баянатчисиниң ейтишичә, хитай америкиға чиш пастиси екиспорт қилидиған иккинчи чоң дөләт һесаблинидикән.

Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси җаң чийө пәйшәнбә күни ечилған ахбарат елан қилиш йиғинида, дөләтлик сүпәт тәкшүрүш идарисиниң, мунасивәтлик органлар билән бирликтә бирләшмә тәкшүрүш гурупписи тәсис қилип, панама билән доминикада йүз бәргән зәһәрлиниш һадисииси вә чәтәл мәтбуатлири тәрипидин елан қилинған чиш пастисидин зәһәрлиниш вәқәси һәққидә тәкшүрүш елип баридиғанлиқини билдүрди.

Йеқинда хитайдин панама вә доминика җумһурйитигә екиспорт қилинған EXCEL билән MR COOL маркилиқ чиш пастилирида зәһәрлик мадда байқилип, сетиштин чәкләнгән.

Мухбирларниң зияритини қобул қилған мәзкүр чиш пастиси завутиниң башлиқи, " чиш пастиси йәйдиған йемәклик әмәс, түкүрүп чиқиривитиған нәрсә " дәп өзлирини ақлашқа тиришқан , бирақ йеқинда хитай екиспорт қилған йемәкликләрдиму зәһәрлик маддилар байқалған иди.

Хәвәрләргә қариғанда, хитайдин киргүзүлгән бир хил йөтәл дорисидиму , чиш пастисида байқалған зәһәрлик мадда көрүлгән болуп, йүзлигән адәмниң өлүми бу дора сәвәбидин келип чиққан болуши мумкин икән. Нөвәттә мәзкүр дора үстидиму тәкшүрүш елип берилмақта.(Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.