Хитай, қазақистан қатарлиқ алтә дөләт қәдимқи йипәк йоли мәдәнийәт излирини дуня мәдәнийәт мираси қилиш үчүн тәклип тәйярлимақта


2008.01.02

Хитай, қазақистан қатарлиқ алтә дөләт қәдимқи йипәк йоли мәдәнийәт излирини дуня мәдәнийәт мираси қилиш үчүн тәклип тәйярлашқа киришти. Мәркизи агентлиқиниң хәвәр қилишичә, бу тәклип тәйярлинип болғандин кейин, 2008 ‏- йили 8 ‏- айдин 9 ‏- айғичә хәлқаралиқ мутәхәссисләр уни тәкшүрүп баһалайду.

Хәвәрдә баян қилинишичә, дуня мәдәнийәт мираси қилиш үчүн хитайдин йоллайдиған 48 орунниң ичидә, ярғол қәдимқи шәһәр харабиси, нийә харабилиқи, қизил миңөй, кроран қәдимқи шәһири харабиси қатарлиқ 12 орун уйғур аптоном районида.

Хәвәрдә баян қилинишичә, уйғур юртлирида қәдимқи йипәк йоли мәдәнийәт излири наһайити көп, әмма униң көпинчиси тәбиий апәт яки адәм апити түпәйлидин еғир дәриҗидә бузулған. Буларниң һечқайси техи қоғдилидиған дуня мәдәнийәт мираслири өлчимигә йәтмәйду.

Шуңлашқа хитай һөкүмити бу йил 3 ‏- айдин башлап, мәдәнийәт излириниң муһитини яхшилаш үчүн, дуня буйичә қоғдаш өлчимигә асасән қурулуш елип беришқа вә мәдәний мирасларға зит болған сода -тиҗарәт орунлири қатарлиқларни әмәлдин қалдуриду. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.