Б д т: зәһәрләрниң дуня миқясида һәддидин зиядә тарқилиши контрол қилинди
2007.06.26
26 - Июн б д т тәрипидин бекитилгән хәлқара зәһәр чәкләш күни,бу мунасивәт билән б д т бүгүн дуняни зәһәргә қарши туруп, зәһәр чәкләшкә ортақ қатнишишқа чақирди шундақла зәһәрлик чекимликләрниң дуня миқясида тарқилиш вәзийити һәққидә доклат елан қилди.
Мәзкүр доклатта көрситилишичә, хәлқара зәһәр әткәсчилики базириниң тәрәққияти асасән 2005 - һәмдә 2006 - йилидики билән баравәр болғанлиқи ениқланған болуп, зәһәрлик чекимликләрни өстүрүш, пишшиқлап ишләш вә уни сетиш болупму кокаин, хроин һәмдә нәшә қатарлиқ өткүр хумар қилғучи зәһәрләрниң әткәсчиликини хәлқара миқясида контрол қилиш бәлгилик үнүм бәргән.
Америкиниң зәһәргә болған еһтияҗи көринәрлик төвәнлигән, яврупадиму зәһәрниң сетилиши аста болған. Әмма доклатта тәпсилий тохтилишичә, афғанистан зәһәрләрниң мәнбәси болған кәндир қатарлиқ зәһәрлик чекимлик хам әшялирини әң көп өстүрүватқан һәмдә дуняға һәммидин көп зәһәр тарқитиватқан дөләт болуп қалған.
Африқа зәһәрниң хәлқараға тарқилишидики йеңи йол болуп қалған болуп, буниң билән африқида зәһәргә болған еһтияҗиму ашқан. Б д т тармақлири әслидинла иқтисади җәһәттин бир қәдәр намрат болған африқиниң зәһәр кәлтүрүп чиқиридиған иқтисадий һәмдә иҗтимаий зиянларға бәрдашлиқ берәлишидин әндишә қилмақта икән.
Тәхминлинишичә, нөвәттә пүтүн дуня миқясида зәһәрлик чекимлик билән шуғуллиниватқанлар 25 милйон әтрапида болуп, б д т ниң доклатида зәһәр чекишкә қарши турушни йәниму күчәйтиш зөрүр дәп тәкитләнди.
Тәңритағ ториниң хәвиригә қариғанда, зәһәр чәкләш күни мунасивити билән уйғур ели җамаәт хәвпсизлик тармақлири үрүмчидә 160 килограмға йеқин зәһәрлик чекимликни ашкара көйдүргән. Хәвәрдә көрситилишичә,икки йилдин буян даириләр 1696 зәһәрлик чекимлик делосини ениқлап 1680 нәпәр зәһәр әткәсчилиригә җаза көргән.
Дуняға һәммидин көп зәһәр тарқитиватқан афғанистанниң қошниси болған уйғур елиму йеқинқи 10 йилдин буян зәһәрлик чекимлик еғир дәриҗидә ямриған, зәһәрлик чекимлик һәмдә зәһәр вастиси билән әйдиз юқумдарлири шиддәт билән көпийиватқан районға айланди.
Уйғурлар хитай даирилириниң уйғур елидә болупму, уйғурлар арисида зәһәрлик чекимликниң тарқилишини контрол қилишта үнүмлүк тәдбир қолланмайватқанлиқини тәнқид қилип кәлмәктә. (Гүлчеһрә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Һиндунезийидә бәш нәпәр хитай зәһәр ишләпчиқириш җинайити билән өлүмгә һөкүм қилинди
- Хитайдин импорт қилинған зәһәрлик йемәкликләр америка мәтбуатлириниң қаттиқ диққитини қозғимақта
- Бермида 9 - ай ичидә зәһәрлик чекимлик әткәсчилиридин 650 килограм әпюн мусадирә қилинған
- Йеңи зеландийә һөкүмити зәһәрлик чекимлик йөткигән 6 хитайни қолға алди