Хитайдин импорт қилинған зәһәрлик йемәкликләр америка мәтбуатлириниң қаттиқ диққитини қозғимақта
2007.05.22
Хитайдин импорт қилиниватқан һайванатлар йемәкликидә зәһәрлик маддилар тәркиби болғанлиқтин, нурғунлиған өй һайванлириниң өлүшини кәлтүрүп чиқарған. Бу һәқтики учурлар америка мәтбуатлириниң шундақла мәзкур җайдики хәлқниң қаттиқ диққитини қозғимақта. Америка гезитлиридә бериливатқан бу һәқтики мәлуматларда көрситилишичә, хитай һөкүмәт даирилири бу һәқтики учурларни қаттиқ контрол қилиш билән бир вақитта, зәһәрлик йемәкликләр түпәйли келип чиққан өй һайванлириниң өлүп кетиш һадисилиригә та һазирғичә, ениқ инкас билдүрмигән.
Хәвәрдә ейтилишичә, хитайдин импорт қилинған зәһәрлик йемәкликләр түпәйли келип чиққан һадисиләр ашкариланғандин кейин, хитай даирилири ташқи дуняға " бу пәқәт бир қисим қанунсиз қурулған завутлар тәрипидин ишләпчиқирилған йемәкликләр болуп, мунасивәтлик орунлар бу һәқтә бир йүрүш чарә - тәдбирләрни қолланмақта" дәп билдүргән.
Гәрчә хитай һөкүмити америка йемәкликләр тәкшүрүш өмикиниң бу һәқтә хитайға берип тәкшүрүш елип беришиға мақул болған болсиму, тәкшүрүш өмигидикиләрниң хитайда мунасивәтлик ширкәт хадимлири билән бивастә сүзлишиш яки көрүшүшигә рухсәт қилмиған.
Америка авази радиосиниң зияритини қобул қилған хитай обзорчиси лю шию " хитайдики зәһәрлик йемәкликләр пәқәт һайванатлар йәйдиған йемәкликләрнила әмәс, бәлки инсанлар йәйдиған йемәкликләрниму өз ичигә алиду. Бу хил зәһәрлик йемәкликләрниң көпликидин,хитай пуқралири униңдин анчә әҗәпләнмәйдиған болуп қалди" дәп билдүргән.
Нюйорк вақит гезитидә берилгән бу һәқтики мәлуматта көрситилишичә, гәрчә хитайдин импорт қилинған зәһәрлик йемәкликләр һәққидики хәвәрләр америкида зор ғулғула қозғиған болсиму, хитайда, көп сандики кишиләр та һазирғичә буниңдин толуқ хәвәрдар болмиған. Чүнки хитай тәшвиқат министирлиқи бу һәқтә хәлққә һечқандақ мәлумат бәрмәсликни буйруқ қилған. (Меһрибан)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитайдики йемәклик бихәтәрлики дуня йемәкликигә тәсир йәткүзмәктә
- Гәнсуда мал чарвиларға еғиз туяқ яллуғи тарқалди
- Җуңгода ғалҗир кесәлликигә қарши һәрикәт итларни рәһимсизләрчә өлтүрүшкә айланди
- Хитайниң ғәрб тәрәптики чәт районлирида йеңидин қуш зукам вируси тарқалған
- Хитай қисқуч пақиси әнглийә дәрялириға тәһдит болмақта
- Дуня сәһийә тәшкилати хитайни қуш зукам вируси тоғрисида агаһландурди