Русийидә хитайлар зәрбигә учримақта


2005.11.13

Әркин асия радиосиниң русийидә турушлуқ ихтияри мухбириниң учур беришичә, 11-айниң 11-күни русийиниң санкит петирбург шәһиридә хитай оқуғучилирини уруш вәқәси йүз берип, бир нәпәр хитай оқуғучи бир топ рус яшлири тәрипидин пичақлинип еғир яриландурулған. Хәвәрләргә қариғанда бу бир айниң ичидә иккинчи қетим йүз бәргән хитай оқуғучиларниң таяқ йейиш әһвали икән.

Хитай оқуғучиларниң зәрбигә учраш әһвали күнсайин көпийишкә қарап йүзләнгән болуп, бу йил яз ейида воронҗә шәһиридә икки нәпәр хитай оқуғучи руслар тәрипидин урулуп, уларни бири өлтүрүлгән.

Русийә мәтбуатлиридики учурларға қариғанда рус милләтчилириниң һуҗум қилиш нишанлириниң бири хитайлар болуп, русийиниң йирақ шәрқ, сибирийә, москва қатарлиқ районлирида хитайларниң үзлүксиз түрдә көпийип, сода –сетиқ билән шуғуллиниши, униң үстигә хитайниң начар сүпәтлик, ялған маллириниң һәммила йәрни қаплиши, русларниң қаттиқ ғәзипини қозғиған.

Униң үстигә, русийигә киргән қанунсиз хитай көчмәнлириму түрлүк җинайи һәрикәтләр билән шуғуллинип, һәтта русийә пуқралириға һуҗум қилиштәк әһвалларни пәйда қилған. Шуңа мундақ хитайларға һуҗум қилиш вәқәси һәммила җайда даим йүз берип туридиған әһвалға айланған икән. (Үмидвар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.