Ваң җяруй, ядро қораллар мәсилиси бойичә шимали корийини зиярәт қилди
2005.02.20
Хитай компартийисиниң юқири дәриҗилик әмәлдари ваң җяруй, шимали корийини көп тәрәплимилик ядро қораллар сөһбәт үстилигә қайтуруп келиш мәсилиси бойичә пйоңяңни зиярәт қилди. Хәлқара җәмийәт ваң җяруйниң шимали корийидики зияритидин чоң үмидләрни күтмәктә.
Хитай компартийиси мәркизи комитет ташқи мунасивәтләр бөлүминиң башлиқи ваң җяруй, шәнбә күни пйоңяңға йетип келип шимали корийидики 4 күнлүк зияритини башлиған. Җәнубий корийә мәтбуатлириниң хәвәр қилишичә, ваң җяруй пйоңяңға йетип барған шу күни шимали корийә рәһбири ким җунғ - ил билән көрүшүп, бейҗиңниң ядро қораллар мәсилиси бойичә көп тәрәплимилик сөһбәтни әслигә кәлтүрүш тоғрисидики күчлүк тәклипини йәткүзгән шундақла хитай дөләт рәиси ху җинтавниң бу мәсилигә көңүл боливатқанлиқини уқтурған.
Шу күни шимали корийә ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси, "америкиниң дүшмәнлик сияситиниң касапитидин 6 тәрәп сөһбитила әмәс, бәлки шимали корийә илгири давамлиқ оттуриға қоюп келиватқан америка билән бивастә икки тәрәп сөһбити өткүзүш тәклипиниң асаслири мәвҗут болуштин қалди," дәп көрсәткән.
юқириқи баянатчисиниң әскәртишичә, америка шимали корийә билән тинчлиқта биргә турушқа, бир - бириниң ички ишлириға арлашмаслиққа капаләтлик қилмиғичә, шундақла дүшмәнлик сияситидин ваз кәчмигүчә, шимали корийә ядро қораллар сөһбәт үстилигә қайтип кәлмәйдикән.
Америка, японийә, җәнубий корийә қатарлиқ дөләтләр ваң җяруйниң пйоңяңға қилған зияритидин зор үмид күтмәктикән. Бирақ хитай мәтбуатлири ваң җяруйниң зияритини ғәйри рәсми зиярәт, дәп елан қилған. Хитайниң муавин ташқи ишлар министири ву давей, шимали корийиниң сөһбәт үстилигә пат арида қайтип келиш мүмкинчилики йоқлиқини билдүргән. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка билән хитай, шимали корийини сөһбәт үстилигә қайтип келишкә чақирди
- Америка, шимали корийини сөһбәт үстилигә қайтип келишкә зорлимайду
- Җәнубий корийә, шималий корийиниң ядро қоралға игә икәнликидин гуманлинидикән
- Хитай һөкүмити шималий корийә ядро қораллири мәсилисидә күчәйдиғанлиқини билдүрди
- Америка, шимали корийә билән бивастә сөһбәт елип беришни рәт қилди
- Шималий корийә өзиниң ядро қоралға игә икәнликини елан қилди
- Шималий корийиниң 2 - нумурлуқ рәһбири ким юңнәм хитайни зиярәт қилди