Доналд рамисфилд өктәбирдә бейҗиңни зиярәт қилмақчи
2005.09.07
Хитайни зиярәт қиливатқан америка тинч окян қошуниниң баш қомандани вилям фалонниң чаршәнбә күни ашкарилишичә, америка дөләт мудапиә министири доналд рамисфил бу йил 10 - айда бейҗиңни зиярәт қилиду. Бу, рамисфилдниң хитайға қилидиған түнҗи рәсмий зиярити болуп һесаблиниду.
У, "биз бир йүрүш зиярәт пиланини орунлаштурдуқ, алди билән мән, киләр айда дөләт мудапиә министири рамисфилд, андин президент буш хитайни зиярәт қилмақчи болди" дәп билдүрди.
Вилям фалон, америка вә хитай рәһбәрлири арисидики бу хил алақиниң икки дөләт оттурисидики гуманларни азайтип, мунасивәтләрни яхшилашқа пайдилиқ икәнликини көрсәтти.
Доналд рамисфилд башчилиқидики америка дөләт мудапиә министири бу йил 7 - айда елан қилған хитайниң һәрбий күчи һәққидики доклатта, бейҗиңниң һәрбий қурулушни җиддий күчәйтиватқанлиқини билдүрүп, хитайни асияниң бихәтәрлики үчүн бир тәһдит дәп көрсәткән иди.
Франсийә ахбарат агентлиқиниң анализчиларниң сөзини нәқил кәлтүрүшичә, йеқинқи йиллардин буян, хитай вә америка оттурисидики һәрбий алақә әслигә келишкә башлиған болсиму, әмма икки тәрәпниң тәйвән мәсилиси, яврупа иттипақиниң хитайға қаратқан һәрбий қорал чәклимисини бикар қилиш мәсилиси қатарлиқ нурғун мәсилиләрдә ихтилаби бар.
Хитайни зиярәт қиливатқан вилям фалон, хитайниң америка иқтисадий вә һәрбий җәһәттин хитайни боғушқа уруниватқан болуши мумкин дегән әндишилиригә рәддийә берип, икки тәрәпниң техиму очуқ- йоруқ алақә орнитишиниң интайин муһимлиқини тәкитлигән. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Ху җинтав билән буш ню - йоркта учришиду
- Ху җинтавниң америка зияритиниң кечиктүрүлгәнликигә охшимиған қарашлар
- Ху җинтавниң америка сәпири кечиктүрүлди
- Хитай ақ ташлиқ китабида америкини тәйвәнгә қорал сатмаслиққа агаһландурди
- Ху җинтав, президент буш билән енергийә вә сода мәсилисини музакирә қилиду