Америка әдлийә министири хитайни зиярәт қилди
2005.11.18
Америка әдлийә министири алберто гонзалис билән хитайниң бихәтәрлик ишлириға мәсул сиясий биюро даими әзаси логән җүмә күни бейҗиңда учрашқанда, һәр иккила тәрәп америка билән хитайниң террорчилиққа қарши туруш, ирақниң қайта қурулуши вә шималий корийә ядро қораллар пиланини чәкләш қатарлиқ мәсилиләрдики һәмкарлиқини махтиди.
Бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, логән, "биз террорчилиққа қарши туруш, қирғинчилиқ характерлик қоралларни контрол қилиш, ирақниң қайта қурулуши, сода - иқтисад вә шималий корийә ядро қораллар мәсилисидә өнүмлик мас қәдәмгә игә" дәйду. Гонзалес йәнә хитай җамаәт хәвпсизлик министири җав йоңкаң билән сөһбәт елип барған.
Хитай һөкүмити йеқинда, шәрқий түркистан күчлирини террорлуқ вәқәлири елип беришқа урунмақта, дәп әйиблигән. Әмма америка ташқи ишлар министирлиқи, хитайда турушлуқ америка дипломатик әслиһәлиригә қаритилған террорлуқ тәһдитни уйғурлар билән мунасивәтлик, дәп қаримайдиғанлиқини билдүргән иди.
Ло гән, бу йил 9 - айниң ахирлирида уйғур аптоном райони қурулғанлиқиниң 50 йиллиқини тәбрикләш мунасивити билән хитай мәркизий һөкүмити тәрипидин үрүмчигә йолланған мәркизи вәкилләр өмикиниң башлиқи иди. Әмма у , уйғур аптоном райони қурулғанлиқини тәбрикләш паалийити җәрянида, аталмиш үч хил күчләргә зәрбә бериш мәсилисини ағизидин чүшүрмигән. (Әркин)