Хәлқара кәчүрүм тәшкилати хитайниң 4 - июн мәһбуслирини қоюп беришкә чақирди


2005.06.03

Хәлқара кәчүрүм тәшкилати җүмә күни баянат елан қилип, хитай һөкүмитини 4 - июн вәқәсидә түрмигә ташланған шундақла 4 - июн вәқәсини ақлашни тәләп қилғанлиқи үчүн қолға елинған кишиләргә қайтидин баһа беришни тәләп қилди.

Кәчүрүм тәшкилатиниң баянати тйәнәнмин демократийә һәрикити 1989 - йили 4 - июнда хитай азадлиқ армийиси тәрипидин бастурулғанлиқиниң 16 йиллиқи мунасивити билән елан қилинди. Кәчүрүм тәшкилати, " хитай һөкүмити тйәнәнмин вәқәси тоғрисида пикир баян қилғанлар, интернет яки башқа вастиларда учур алмаштурған шәхсләрни қолға елиш вә кәмситишни тохтитиши керәк," дәп көрсәтти.

Хитай рәһбәрлириниң 4 - июн вәқәсигә көңүл бөлүш модидин қалди, дәп қарайдиғанлиқини тәкитлигән кәчүрүм тәшкилати, хитай баш министири вен җябавниң " пәқәт тарихқа һөрмәт қилидиған, тарих алдида мәсулийәтчан дөләтләрла асия вә дуня хәлқиниң һөрмитигә сазавәр болалайду," дегән сөзини хатирләтти. Вен җябав бу сөзни японийиниң 2 - дуня урушидики ишғалийәтчилик һәрикитини тәнқид қилғанда ейтқан. Әмма хитай һөкүмити тйәнәнмин демократийә һәрикитини ақлашни рәт қилди.

Хитай ташқи ишлар министилриқиниң баянатчиси коң чүән, һәр қайси җәһәтләрдики тәрәққийтатлар һөкүмәтиниң 4 - июн вәқәси тоғрисидики йәкүниниң тоғрилиқини испатлимақта, дәп көрсәтти.

Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитай һөкүмити 4 - июн вәқәсиниң 16 йиллиқи һарписида, өктичиләрни назарәт қилишни күчәйткән. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.