Хоңкоң парламентидики демократик күчләр хитайни зиярәт қилиш җәрянида 4 - июнни ақлашни тәклип қилди
2005.09.26
Хоңкоң алаһидә мәмурий райониниң башлиқи зең йинчүән башчилиқидики хоңкоң парламентиниң пүтүн әзалири, бейҗиң даирилириниң тәклипи бойичә хитай чоң қуруқлуқини зиярәт қилип, йәкшәнбә күни гуаңдоң өлкилик парткомниң секритари җаң деҗияң билән учрашқанда парламенттики демократик күчләр, "4 - июн тийәнәнмин вәқәси" ни ақлашни тәләп қилди. Бу хоңкоң парламентидики демократик күчләрниң хитай чоң қуруқлуқини тунҗи қетим коллектип зиярәт қилиши болуп һесаблиниду.
Хоңкоң парламентиниң әзаси ли җорен, хитайниң иқтисади җәһәттин тәрәққи қилипла қалмай, бәлки димократийә вә әркинликниң илгирләшкә еришишини үмид қилди.
Хәвәрләргә қариғанда хоңкоң парламентиниң әзаси ляң гошйоң, җаң деҗяңдин " 4 - июн вәқәсини ақлаш" ни тәләп қилғанда йиғинниң кәйпияти бирдинла җиддилишип кәткән болуп, җаң деҗяң, "мәркәз 4 - июнниң характерини бекитип болди. Бу тоғрисида сөз ечишниң керики йоқ," дәп җаваб бәргән.
Ляң гошйоң, хоңкоңдин хитай чоң қуруқлуқиға өткәндә кийивалған майкиға тянәнмин вәқәсини бастурған танка қисимлириниң рәсими бесилған болуп, " хәлқ буни һәргиз унтумайду," дегән хәт йезивалған иди. (Әркин)