Әнглийә мутәхәссислири хитайни мәһбусларниң әзасини сетиш һәрикити билән әйиблиди


2006.04.19

Әнглийә адәм әзалирини йөткәш илмий җәмийити чаршәнбә күни баянат елан қилип, хитай һөкүмитиниң өлүк мәһбусларниң әзасини сетиш һәрикитини әйиблиди.

Мәзкур җәмийәт баянатида, хитай һөкүмитиниң бу хил һәрикитини һәргизму қобул қилғили болмайдиғанлиқини ейтип, буни кишилик һоқуққа зиянкәшлик қилғанлиқ дәп көрсәтти. Техи йеқиндила хитай сәһийә министирлиқи, чәтәл мәтбуатлириниң бу һәқтики мәлуматлирини әйибләп, уларниң бу һәқтики хәвәрлириниң раст әмәсликини ейтқан иди.

Әмма әнглийилик мутәхәссиләрниң баянатида, һазир қолға чүшкән нурғун материялларға асасланғанда, хитай нәччә миңлиған мәһбусниң рухситини алмастинла улар етип ташланғандин кейин, уларниң әзасини оператсийә қилип еливалған.

Мәзкур җәмийәтниң әхлақ комитети рәиси стивин вигморниң билдүрүшичә, хитай даирилири һәтта өлгүчи билән әза қобул қилғучи бимар оттурисидики әза йөткәш җәрянини тез болғанда бир һәптидә тамамлап болидикән. Бу дегәнлик, мәһбусларниң өлүм җазаси иҗра қилиништин бурунла, хитай уларниң әзалирини тәқсим қилиш хизмитини пүттүрүп болиду дегәнлик болидикән.

Хитай һөкүмити йеқиндин буян көп қетим мәһбусларниң әзасини сетиш һәрикити билән әйиблинип кәлгән болуп, һәтта чәтәлләрдики фалунгоң тәшкилатлири хитай һөкүмитиниң түрмидә өлгән яки етип ташланған нурғун фалунгоңчиларниң тән әзалирини еливалғанлиқини ашкарилиған иди. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.