Хитай һөкүмити, ху җинтавға очуқ хәт язған хитай адвукатиниң ширкитиниң паалийитини тохтатти
2005.11.07
Хитай даирилири, хитай дөләт рәиси ху җинтав вә баш министири вин җябавға фалуңгоң муритлирини бастурушни тохтитиш тоғрисида очуқ хәт язған хитай адвокати гав җешиңниң адвокатлиқ ширкитиниң паалийитини тохтатти.
Гав җешиңниң аялиниң дүшәнбә күни ройтирис агентлиқиға билдүрүшичә, җүмә күни бейҗиң әдлийә тармақлири, адрес өзгәрткәнликини вақтида һөкүмәткә хәвәр қилмиған дегән баһанә билән гав җешиңниң адвокатлиқ ширкитиниң паалийитини бир йил тохтитип қойған.
Униң ейтишичә, өктәбир ейида, бейҗиң шәһәрлик һөкүмити гав җешиңдин, ху җинтав вә вен җябавға язған очуқ хетини қайтурувилишни тәләп қилған. Лекин у һөкүмәтниң бу тәлипини рәт қилған. Бу вәқәдин узун өтмәйла бейҗиң әдлийә хадимлири гав җешиңниң идарисиға келип, уларға ширкитиниң паалийитиниң бир йил тохтитилғанлиқи һәққидики уқтурушни билдүргән.
Гав җешң өзиниң адвокатлиқ ширкитини 2002 - йили қурған болуп, һазир униң ширкитидә 13 адвокат ишләйдикән.
Бәзи көзәткүчиләр, гав җешиңниң, гваңдуң өлкиси тәйши йезисида хәлқ билән хитай сақчилири оттурисидики тоқунушлардин кейин, мәзкур йеза аһалисиниң адвокатлиқини өз үстигә алғанлиқи, униң ширкитиниң паалийитиниң тохтитилишида муһим рол ойниған болуши мумкин дейишмәктә. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Б д т али комисари хитайниң кишилик һоқуқ мәсилисидә хәлқара өлчәмгә әмәл қилишини тәләп қилди
- Хитай, б д т кишилик һоқуқ комитети билән қанун ислаһати келишими имзалиди
- Бейҗиң һөкүмити б д т кишилик һоқуқ әмәлдариниң зияритини җәрянида өктичиләрни назарәт қилишни күчәйтти
- Хәлқара кәчүрүм тәшкилати: бейҗиң олимпик йиғини хитай кишилик һоқуқни яхшилаш үчүн бир пурсәт
- Барросо: явропа иттипақи хитайни базар игиликидики дөләт, дәп етирап қилишқа тәйяр әмәс