Адвокатлар кишилик һоқуқи паалийәтчи қарғу чең гуаңчиңниң сотини байқут қилди
2006.08.18
Җуңго даирилири әма кишилик һоқуқ паалийәтчиси чең гуаңчиңниң 3 ақлиғучи адвокатини тутқун қилған вә чең гуаңчиң билән көрүшүшни чәклигәндин кейин, адвокатлар сәндуңниң йиннән наһийисидә җүмә күни башланған чең гуаңчиңниң сотиға қатнишишни байқут қилди.
Сот 2 саәт давам қилған, лекин сот мәһкимиси униң үстидин һөкүм чиқармиған. Адвокат җаң лихуй сот җәряниға қатнашмиған болсиму, лекин чең гуаңчиңниң 2 туққуни сотқа иштирак қилди. Чең гуаңчиң җәмийәт тәртипини бузуш, амминиң мал - мүлкигә зиян селиш қатарлиқ җинайәтләр билән әйибләмәктә. Лекин униң қоллиғучилири бу әйибләшләрни төһмәт, дәп рәт қилған.
Адвокат җаң лихуй, чең гуаңчиңниң сотини " бу сот қилчилик адаләт асаси болмиған, асасий қанундики һоқуқларға хилап сот " дәйду. Униң әскәртишичә, улар бу сотқа қатнишишни рәт қилиш арқилиқ наразилиқини ипадилигән. Җаң лихуйни өз ичигә алған 3 кишилик адвокатлар гурупписи бейҗиңдин сәндуңға келип чен гуаңчиңни ақлимақчи иди. Сақчилар уларни пәйшәнбә күни тутқун қилған вә янчуқчилиқ қилди, дәп әйибләп, кейинрәк қоюп бәргән.
Җуңгода кишилик һоқуқни қоғдаш иттипақи, дәп атилидиған бир тәшкилат, чен гуаңчиң бу йил 6 - айда рәсмий қолға елинғандин кейин очуқ хәт елан қилип, хитай даирилиридин бу әма паалийәтчини қоюп беришни тәләп қилған иди. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Кишилик һоқуқ тәшкилати шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатини кишилик һоқуққа һөрмәт қилишқа чақирди
- Хитай, нефит үчүн хәлқара кишилик һоқуқ өлчимигә хилаплиқ қиливатқанлиқини рәт қилди
- Америка дөләт мәҗлиси хитайдики адвукат гав җиаң һәққидә қарар мақуллиди
- Хитай фалунгоңчиларниң ички әзалирини сетиш һәққидики әйибләшләрни рәт қилди
- Лондон шәһәр башлиқиниң бейҗиңда қилған сөзлири тәнқидкә учриди