Түрмидики хитай өктичиниң адвокати уруп зәхмиләндүрүлди


2006.12.27

Хитай түрмисидики әма өктичи чин гуаңчиңниң адвокати ли җинсуң вә ли фаңпиң чаршәнбә күни таң сәһәрдә сәндуңниң линйи шәһиридин бейҗиңға кетип барған узун йоллуқ аптобуста, бир топ салаһийити мәлум болмиған кишиләр тәрипидин төмүр тоқмақлар билән қаттиқ урулуп, еғир яриландурулди.

Бейҗиңдики әйдиз паалийәтчиси ху җяниң мәлум қилишичә, чиң гуаңчинниң бу икки авдокати башқилар тәрипидин урулғанда, қол, пут вә көз, баш қисимлири еғир яриланған.

Мәзкур қанлиқ вәқә йүз берип, сақчиға дәрһал мәлум қилинған болсиму, сақчилар нәқ мәйданға өз вақтида кәлмәй, 11 саәт кечикип кәлгән. Сақчилар келипму яриланғучиларниң исим яки туруш орни қатарлиқ суалларниму соримиған. Һәтта улардин мәзкур вәқәниң қандақ йүзбәргәнликиниму сорап қоймиған. Бейҗиңлиқ әйдиз паалийәтчиси ху җя " мәзкур вәқәни кәлтүрүп чиқарғучилар әмәлийәттә сақчиларниң өзи " дәп билдүрди.

Әма өктичи чин гуаңчиң пиланлиқ туғут мәсилиси һәққидики бир қисим ишларни ашкарилиғанлиқтин, бу йил 8 ‏- айда сәндуң йинән сот мәһкимиси тәрипидин униңға "дөләт мал мүлкигә зиян йәткүзди" дегән баһанә билән 4 йиллиқ қамақ җазаси берилгән. Униң авдокати ли җинсуң вә ли фаңпиң бу һәқтә нурғун пакитларға игә икән. (Меһрибан)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.