Афғанистан президенти хитайни зиярәт қилди


2006.06.18

Афғанистан президенти хәмид карзай йәкшәнбә күни бейҗиңға йетип келип, хитайдики 4 күнлүк зияритини башлиди.

Америка бирләшмә агентлиқиниң мәлум қилишичә, карзай дүшәнбә күни хитай дөләт рәиси ху җинтав, хәлқ қурултийи даимий комитетиниң мудири ву баңго вә хитайниң мәмликәтлик сиясий кеңәш рәиси җя чиңлин қатарлиқ юқири дәриҗилик әмәлдарлар билән көришидикән. Сиясий анализчилар уларниң сөһбәт җәрянида икки дөләт мунасивити, зәһәрлик чекимлик вә террочилиққа қарши туруш һәмкарлиқи қатарлиқ районлуқ вә хәлқаралиқ темиларда пикир алмаштуридиғанлиқи мөлчәрләнмәктә.

Хәмид карзай бу қетимлиқ хитай сәпиридә бейҗиңдин сирт йәнә, уйғур елигиму зиярәткә баридикән. Уйғур ели билән афғанистан қисмән ортақ чеграға игә болуп, америка 2001‏- йили талибан һакимийитини ағдурғандин буян, хитай һөкүмити афғанистан билән болған мунасивәтни яхшилашқа тиришип кәлди.

Хәмид карзай өткән һәптә шаңхәйдә өткүзүлгән шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң башлиқлар йиғиниға һәмдә шәнбә күни болса алматида өткүзүлгән асия һәмкарлиқ йиғиниға қатнашқан иди. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.