Хитай ташқи ишлар министириниң африқа зиярити енергийә истәшни мәқсәт қилиду
2006.01.11
Хитай ташқи ишлар министири ли җавшиң чаршәнбә күни африқидики 6 дөләт зияритини башлиди. Униң бу қетимлиқ сәпириниң асаслиқ мәқсити енергийә мәнбәси мол бу қитәдики дөләтләр билән болған енергийә җәһәттики һәмкарлиқни күчәйтиш болди.
Ли җавшиң бу бир һәптилик сәпиридә африқидики икки чоң нефит дөлити болған нигерийә билән ливийәни һәмдә либирийә, мали, сенегал вә йешил тумшуқ җумһурийитини зиярәт қилиду.
Хитайниң тез сүрәттә ешиватқан иқтисадий тәрәққияти униң нефит, тәбиий газ вә яғач материяллириға болған еһтияҗини зор ашурди. Шу сәвәбтин африқа һазир хитайниң муһим енергийә мәнбәсигә айланмақта. Шундақла өткән һәптә хитай деңиз-окян нефит ширкити 2 милярд 300 милйон доллар билән нигерийиниң 45% нефит қидириш һоқуқини сетивалди.
Хитайниң африқа дөләтлиридики енергийә түрлиригә селиватқан мәблиғи тез сүрәттә ешиватқан болуп, йоқарқи дөләтләрдин башқа йәнә, судан, алҗирийә вә мисир қатарлиқ дөләтләр билән болған енергийә алақисиму барғансери күчәймәктә. (Пәридә)