Дуня сәһийә тәшкилати хитайни әйдиз кесили тоғрисида агаһландурди


2005.11.29

Дуня сәһийә тәшкилати сәйшәнбә күни дуня әйдиз күни мунасивити билән баянат елан қилип, хитайда 2010 - йилғичә әйдиз вируси билән юқумланғучилар 10 милйонға йетиши мумкин, дәп агаһландурди.

Дуня сәһийә тәшкилатиниң ғәрбий тинч окян райони мудири шигәру оми баянатида, хитайни өз ичигә алған асия дөләтлирини әйдизгә қарши йетәрлик тәдбир алмайватиду, дәп әйиблиди. У, "биз немини қилиш, нимини қилмаслиқ керәкликини билимиз, ундақта немә үчүн әйдиз вирусиниң тарқилишиға қарши керәклик тәдбирләрни алмаймиз?" дәйду.

Ройтерс ахбарат агентлиқиниң илгири сүрүшичә, хитайда әйдиз вируси пүтүн өлкә вә аптоном районларға тарқалған. Уйғур аптоном райони хитай бойичә әйдиз вируـси әң көп тарқалған район һесаблиниду.

Хитай мәтбуатлири районда әйдиз кесили вә вируси билән юқумланғучилар 60 миңдин ашидиғанлиқини билдүрмәктә. Америка хәлқара диний әркинлик комитети өткән айда елан қилған доклатида, хитай даирилириниң диний сорунларда әйдизгә қарши қисмән болсиму тәшвиқат елип беришкә башлиғанлиқини " иҗабий башлиниш," дәп баһалиған иди.

Дуня сәһийә тәшкилатидики шигәру оми, зәһәрлик чекимлик чекидиғанлар вә паһишиләр ـ әйдиз вирусиниң тарқилишида йитәкчилик рол ойнаватқанлиқини билдүрди. (Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.