Хитайда әйдиз вируси билән юқумланғучилар 650 миңдин ашиду
2006.01.25
Хитай даирилири хитайдики әйдиз әһвали һәққидә елип барған йеңи тәкшүрүшигә асасән, чаршәнбә күни бу һәқтики әң йеңи доклатини елан қилип, хитайда 2005- йилиниң ахириғичә болған мәзгилдә әйдиз вируси билән юқумланғучилар саниниң 650 миң икәнликини елан қилди. Бу сан улар 2 йил авал елан қилған мәлуматтин хели аз болған.
Дуня сәһийә тәшкилати чаршәнбә күни гәрчә хитай даирилири чиқарған доклат бойичә, әйдиз юқумланғучилириниң сани аз болсиму, лекин бу һәргизму әйдиз әһвалида яхшилиниш болғанлиқидин дерәк бәрмәйдиғанлиқини , әксичә хитайда әйдиз вируси тарқилишиниң техиму еғирлишиватқанлиқини билдүрди.
Дуня сәһийә тәшкилатиниң хитайдики вәкили хәнк бекедәм ( Henk Bekedam ), " 2003- йилида санлиқ мәлуматниң юқири болуши пәқәт пәрәзниң юқири мөлчәрлинип кәткәнликидин болған, бу һәргизму һазир әйдиз юқумланғучилар сани азайди дегәнлик болмайду"деди. У йәнә, өткән йили хитайда 70 миң кишиниң йеңидин әйдиз вируси билән юқумланғанлиқини ейтти.
Хитай чиқарған доклатта көрситилишичә, өткән йили хитайда 25 миң киши әйдиз кесили билән өлгән болуп, өлгән әйдиз бимарлириниң арисидики 15 миңи йүннән, уйғур ели вә гуаңшида икән. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Дуня дөләтлири дуня әйдиз күнини хатирилиди
- Хитайда 70 миң киши қан бериш җәрянида әйдизни юқтурувалған
- Дуня сәһийә тәшкилати хитайни әйдиз кесили тоғрисида агаһландурди
- Хитайдики әйдиз кесәллики билән юқумланғанлар өткән йилдикидин 50% дин артуқ ашқан
- Б д т доклатида, хитайниң әйдиз кесилиниң алдини елиш тәдбирлириниң кәмчилликини әйиблиди