Хитайда әйдиз кесәллириниң йерими дора билән тәминләшкә еришәлмигән
2006.03.28
Б д т вә дуня сәһийә тәшкилати сәйшәнбә күни доклат елан қилип, б д т тәрипидин йолға қоюлған әйдиз кесәллирини дора билән тәминләш программиси хитайда толуқ иҗра қилинмиғанлиқини билдүрди. Доклатта әскәртишичә, хитайда әйдиз кесәллириниң аран йерими әйдиз дориси билән тәминләшкә еришәлигән.
Б д т әйдиз ярдәм программиси вә дуня сәһийә тәшкилати, хитай бойичә әйдиз вируси билән юқумланғучи 840 миң киши вә әйдиз кесили билән рәсмий ағриған 78 миң бимарниң әйдиз дорисиға еһтияҗ икәнликини билдүрди.
Хитай 2005 - йилниң ахирлириғичә 30 миңдин 50 миңғичә болған әйдиз бимари үстидин давалаш елип беришни пиланлиған болсиму, лекин җуңго әйдиз кесилини контрол қилиш вә мудапиә көрүш мәркизиниң әскәртишичә, 2005- йили 6 - айғичә аран 15миң 500 кишини әйдиз дориси билән тәминлийәлигән.
Б д т әйдиз ярдәм программиси вә дуня сәһийә тәшкилати доклатта, әйдизниң 42 % и зәһәрлик чекимликни окул қилип уруш йоли билән юқуватқанлиқини әскәртип, " әмма җинсий йол билән йоқуш вә анидин балиға тарқилиш нисбити көпийиватиду. Аялларниң әйдиз вироси билән юқумлиниш хәвпи күчәймәктә," дәп көрсәтти.
Доклатта әскәртишичә, "пакитлар юқумлинишниң омумйүзлүк түс еливатқанлиқини испатлимақта " икән. Доклатта уйғур аптоном райони, йүннән, гуаңши, сичүән, гуаңдуңлар хитай бойичә әйдиз кесили әң көп тарқалған өлкә вә районлар, дәп тилға елинди вә әйдиз кесәллириниң 65 % дин көпрәки бу районларға тарқалғанлиқини билдүрди. Доклатта, хитай даирилирини әйдизгә қарши "мәмликәт бойичә омумйүзлик вә узун муддәтлик тәдбир"елишқа чақирған. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай өзиниң тунҗи әйдиз кесилидин мудапиә көрүш бәлгилимисини елан қилди
- Хитайда әйдиз вируси билән юқумланғучилар 650 миңдин ашиду
- Дуня дөләтлири дуня әйдиз күнини хатирилиди
- Хитайда 70 миң киши қан бериш җәрянида әйдизни юқтурувалған
- Дуня сәһийә тәшкилати хитайни әйдиз кесили тоғрисида агаһландурди