Хитай будда дин саһәсидикиләр һөкүмәттин әйдиз мәһбуслирини кәчүрүм қилишни тәләп қилди


2007.02.20

Хитайниң чаған байрими йетип келиш билән бир вақитта, хитайдики әйдиз мәсилисини йеқиндин көзитип келиватқан будда дини саһәсидикиләр һөкүмәтни түрмидики әйдиз кесилигә гириптар болған мәһбусларни кәчүрүм қилишқа чақирмақта.

Әйдиз апити әң еғир болған хенән өлкисини узун йил көзитип кәлгән җензу будда дин җәмийити қутқузуш өмикидики мияв җйши чаған мәзгилидә сәбдашлириға чақириқ хити йезип, бирликтә хитай дөләт рәиси ху җинтавға хәт йезип, униңдин түрмә азабини тартиватқан әйдиз мәһбуслирини кәчүрүм қилишни тәләп қилишни оттуриға қойди.

Мәзкур чақириқ хитидә, инақ җәмийәт қуруп чиқишта, алди билән рәһимдил болуш керәк. Түрмидики әйдиз бимарлири пүтүнләй үмидсиз һаләттә қалған. Һөкүмәт уларни җазалаш билән бир вақитта, инсанпәрвәрлик нуқтисидин болсиму, уларға йетәрлик ғәмхорлуқ қилиш керәк -дәп көрситилгән. Мәзкур чақириқ хетидә йәнә, һөкүмәттин, бундин кейин әйдиз паалийәтчиси ху җя қатарлиқларни назарәт қилмаслиқини, уларниң хизмитигә йол ечип бериши керәкликини оттуриға қойған.

Уйғур елидин бериливатқан мунасивәтлик хәвәрләрдин мәлум болушичә, йеқинқи йиллардин буян , мәзкур җайдики әйдиз вәзийити интайин еғир һаләттә болуп, мәмликәт бойичә алдинқи орунға өткән. Шундақла уйғур елидики түрмиләрдә йетиватқан мәһбусларниң мәлум бир қисмини әйдиз кесилигә гириптар болғучилар игилигән. (Меһрибан)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.