Кишилик һоқуқ паалийәтчиси ху җя сақчилар үстидин әрз қилмақчи


2006.03.29

Хитай сақчи даирилири тәрипидин бир йерим айдәк тутуп турулуп әмдила қоюп берилгән кишилик һоқуқ паалийәтчиси ху җя чаршәнбә күни, уни қолға алған сақчилар үстидин әрз сунидиғанлиқини һәмдә өзиниң кишилик һоқуқ даваси билән давамлиқ шоғуллинидиғанлиқини билдүрди.

Ройтерс агентлиқиниң хәвәр қилишичә, әйдиз паалийәтчиси ху җя февралда бейҗиңдики күч улап ачлиқ қилиш һәрикитигә қатнашқан болуп, у 16‏- феврал күнидин башлап из-дерәксиз йоқап кәткән. Гәрчә униң аяли һәр қайси сақчи орунлириға берип сүрүштә қилсиму, лекин һечқайсиси буниңға җаваб бәрмигән. Ху ниң аялиниң ейтишичә, ху җяниң нәдиликини билмәйдиғанлиқини ейтип кәлгән сақчи дәл ху ни 1 йерим айдин бери тутуп турған сақчи икән.

Ху җя һәтта сақчиларниң униң аилисидикиләргә хәвәр қилмиғанлиқиниму билмәйдикән. Сақчилар һазирғичә мухбирларниң бу һәқтики зияритини қобул қилишни рәт қилған.

Атағлиқ кишилик һоқуқ вә әйдиз паалийәтчиси ху җяниң йоқап кетиши, хәлқара җәмийитиниңму деққитини қозғиған болуп, б д т әйдиз идариси һәмдә б д т кишилик һоқуқ комитетиму нәччә қетим хитай һөкүмитигә хәт йезип, уларниң хуниң әһвалиға көңүл бөлидиғанлиқини билдүргән. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.