Хитай һөкүмити һамилидар болған қиз оқуғучилар алий мәктәпләрдин чиқирилишини чәклиди
2007.08.04
Хитай һөкүмити һамилдар болған қиз оқуғучиларниң унверситетлардин чиқирилишини чәклиди. Хитай һөкүмити тәрипидин чиқирилған бир охтурушта,' университетлар, һамилидар болған қиз оқуғучиларни онверситеттин чиқармай, йеңи тоғулидиған балилирини нопусқа алдуруш мәсилсидә оқуғучиларға ярдәм бериши керәк', дейилгән.
Охтурушта, ана вә балиниң тән саламәтликигә капаләтлик қилиш үчүн, қиз оқуғучиларға һамилдарлиқ мәзгилидә вақитлиқ мәктәпни тохтитип туруши тәвсийә қилинған.
Хитай дөләтлик нопуси идариси, пиланлиқ туғут комитети, маарип минстирлиқи вә җамаәт хәвипсизлик министирлиқи тәрипидин бирликтә чиқирилған ухтурушта, оқуғучилар ниң йеңи туғулған балилирини қандақ нопусқа алдуруш мәсилсии бәлгиләнгән болуп, охтурушқа асасән, оқуғучи әр-аяллар тоғулидиған балилирини дәсләптә ата-анилири яшаватқан җайда нопусқа алдуруп, оқуш түгигәндин кейин, өзлири яшайдиған йәрдә қайтидин нопусқа алдуралайдикән һәмдә улар балилирини мәктәптиму бақалайдикән.
Хитай маарип минситирлиқи онверситетларда той қилмаслиқ вә бала алмаслиқ тоғрисидики чәклимини 2003- йили 1- өктәбир күни бикар қилған иди. Лекин сақчи идарилирида унверситет оқуғучилириниң йеңи тоғулған балилирини нопусқа алдуруш мәсилсии һәққидә бир бәлгилимиси юқ иди.
Йеқинда уйғур аптоном районида онверситеттики қиз оқуғучиларниң һамилдарлиқ тәкшүрүшидин өтүшкә мәҗбурлиниши ата-аниларниң қаттиқ наразилиқиға учриған болуп, бу наразилиқ нәтиҗисидә унверситет вә алий мәктәпләр бундақ тәкшүрүшни бикар қилған иди. (Өмәр қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хунән пиланлиқ туғут қануниға хилаплиқ қилғучилардин 8 һәссә өрлитип җәриманә алмақчи
- Җеңҗо шәһиридә алий мәктәп оқуғучилири билән сақчилар арисида тоқунуш йүз бәрди
- Гуаңшида пиланлиқ туғут тоқунуши пәйда қилған әмәлдарларни сотлаш үчүн адвокатлар һәқсиз мулазимәткә тәйяр
- Гуаңши өлкисидә йүз бәргән пиланлиқ туғутқа қарши топилаң техи тинҗимиди
- Гуаңшидики деһқанларниң пиланлиқ туғутқа қарши қозғилиңи сақчилар тәрипидин бастурулди
- Хитайда миңлиған амма "пиланлиқ туғут сиясити "гә қарши намайиш қилди
- Хитайдики җинсий тәңпуңсизлиқ вә җәмийәт зораванлиқиниң мәнбәси
- Хитай университетлири дуняниң арқида қалмақта