Америка тәйвәндики оргиниға һәрбий әмәлдар әвәтмәкчи


2004.12.19

Әнгилийидә чиқидиған җәйнис мудапиә һәптилик жорнилиниң йәкшәнбә күни хәвәр қилишичә, америка һөкүмити киләр йилиниң оттурилири бир һәрбий әмәлдарини тәйвәндики иш беҗириш орниға вәзипигә тәйинләйдикән.

Әгәр мәзкур хәвәр ениқланса, бу америкиниң 1979 - йили хитай билән дипломатик мунасивәт орнатқандин буян, тәйвәнгә түнҗи қетим вәзипидики һәрбий әмәлдарни әвәтиши болуп һесаблиниду. Анализчилар, америкиниң юқириқи қарариниң хитайни ғәзәпләндүриши мумкинликини пәрәз қилмақта.

Америкиниң һазирқи бәлгилимиси бойичә, һәр қандақ бир һөкүмәт хадими вәзиписидин айрилғандин кийин, шәхсий салаһийити билән тәйвәнгә берип хизмәт қилалайду. Шуңа вашингтонниң тәйвәндики иш беҗириш орнида сабиқ дипломатлар вә бир қисим пуқралар яллинип ишләйду. "Җәйнис мудапиә һәптилик жорнили" ниң билдүрүшичә, америка дөләт мудапиә министирлиқи хитайниң асия- тинч окян районидики һәрбий ғәрәзлиридин әндишә қилип, юқириқи сияситини өзгәртиш нийитигә кәлгән.

Америка хитайниң қаршилиқиға қаримастин, тәйвәнгә дөләт мудапиә әслиһәлирини сетип бериватқан бирдинбир асаслиқ дөләт. Америка һөкүмити илгири әгәр тәйвән хитайниң һоҗумиға учриса, тәйвәнни қоғдаш мәҗбурийитиниң барлиқини билдүргән иди.(Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.