Тәйвән ,америка муавин ташқи ишлар министириниң сөзини әһмийәтсиз көрситишкә тиришти
2004.12.23
Тәйвән даирилири пәйшәнбә күни америкиниң муавин ташқи ишлар министири ричард армитичниң сөзини әһмийәтсиз қилип көрситишкә тиришти. Ричард армитич тәйвәнни америка-хитай мунасивитидики бир мина дәп тәсвирләп, әгәр хитай тәйвәнгә һоҗум қилса, вашингтонниң тәйвәнни мудапиә қилиши һаҗәт әмәс дәп көрсәткән иди.
Тәйвәнниң баш министири юв шикүн вә ташқи ишлар министири чин таңшән пәйшәнбә күни арқа- арқидин баянат елан қилип, америкиниң тәйвәнгә қаратқан сияситиниң өзгәрмәйдиғанлиқини тәкитлиди.
Америка һөкүмити 1979 - йили тәйвән билән дипломатик мунасивитини үзгән болсиму, бирақ " тәйвән мунасивәтләр қануни" бойичә, тәйвәнгә қорал сетип беришни давамлаштурған. Америка президенти җорҗ буш илгири тәйвән хитайниң һоҗумиға учриған шараитта, тәйвәнни қоғдайдиғанлиқини билдүргән.
Бирақ армитичниң сөзлири америкиниң тәйвәнгә қаратқан сияситидә өзгириш болдиму дигәндәк гуманларни қозғиған. Америка ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси чаршәнбә күни бу һәқтә бәргән баянатида, армитичниң пәқәт америкиниң сияситини қайта тәкитлигәнликини көрсәтти.
Буниңдин сирт, франсийә ахбарат агентлиқиниң тәйвәндә йеңидин елип берилған бир қетимлиқ хәлқ райини синашниң нәтиҗисини нәқил кәлтүришичә,٪ 40 амма хитайдин айрилип, һәқиқий мустәқил болушни үмид қилидикән.٪ 68 Әгәр хитай билән тәйвән оттурисида уруш партилиса, урушқа қатнишишни халайдикән.(Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америкиниң тәйвәндики баш әлчиханиси вәзиписидики институти бина селиш үчүн 99 йиллиқ иҗаригә қол қойди
- Америка тәйвәндики депломатлирини актип вәзипидики һәрбийләрдин таллайду
- Тәйвән даирилири хитайниң бөлүнүшкә қарши қанун лаһийисини оттуриға қойғанлиқини қаттиқ әйиплиди
- Америка тәйвәндики оргиниға һәрбий әмәлдар әвәтмәкчи