Америка уруш парахоти хитай деңиз портини зиярәт қилди
2005.09.13
Америка билән хитай оттурисидики һәрбий берип - келиш алақиниң бир қисими сүпитидә бир америка уруш парахоти сәйшәнбә күни хитайниң чиңдав портини зиярәт қилди.
Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, "куртин вилбор " намлиқ башқурулидиған бомба парахотиниң чиңдавдики зиярити бир қанчә күн давамлишидикән.
Хитай шималий деңиз пилотиниң қоманданлиқ мәркизи чиңдавда болуп, америка деңиз армийисиниң офитсерлири зиярәтни "америка деңиз армийә хадимлириға хитай деңиз армийисидики мәсләкдашлири билән учришиш пурсити яритип бериш," дәп көрсәтти. " Куртис билбор" намлиқ уруш парахоти адәттә ғәрбий тинч окян вә японийиниң йокосука райони әтрапида мәшғулат елип бариду.
Тәйвән узундин бери бу типтики уруш парахоти сетивелишни арзу қилған иди. Әгәр тәйвән бу типтики уруш парахотини сетивалған болса у, хитайниң тәйвән боғузиға орунлаштурған башқурулидиған бомба вә уруш парахотлириға рошән дәриҗидә тәһдит селиш күчигә игә болатти.
Президент буш дәсләпки йиллирида тәйвәнниң бу тәлипини рәт қилған. Әмма хитайниң тәйвән боғузидики башқурулидиған бомба сани 2006 - йили 800 даниға йетиши мумкин. Бу әһвалда тәйвән бу мәсилә тоғрисида америка билән давамлиқ сөзләшмәктә. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Доналд рамисфилд өктәбирдә бейҗиңни зиярәт қилмақчи
- Ху җинтав билән буш ню - йоркта учришиду
- Хитай ақ ташлиқ китабида америкини тәйвәнгә қорал сатмаслиққа агаһландурди
- Америка армийиси хитай - русийә һәрбий маневирини диққәт етибари билән көзитиду
- Америка б д т дин хитайдики пиланлиқ туғут программисини тохтитишини тәләп қилди